Ғ. О. Зулпиқар СӘВДА (роман) Китап тәминләш адреси: http://www.eynek.biz Шәрқий Түркистан Һөррийәт Нәшрияти 2018 —Истанбул Title: infatuation Author: ghulam yaghma (zulpiqar( Catigory: a novel Language: uyghur Publisher: east turkistan freedom press Date: november, 2018 Url: www.eynek.biz Contact: webmaster@eynek.biz First edition Isbn: 978-1-9994386-1-6 МУНДӘРИҖӘ Нәширгә тәйярлиғучидин 2 Кириш сөз 7 Боһран 11 Йитимлик һислири 22 Түгүн 34 Илясниң күндүлүк хатириси 59 Иляс 69 Сийитнияз 96 Сийитмуса 128 Гүлқиз 134 Сийитмуһсин 151 Патигүл 164 Бу шәһәр 177 Бойтақлар 199 Мәшрәп 218 Диний сөһбәт 232 Миһман 250 Муңдашлар 296 Мәҗлис 317 Һейт 339 Тәнһалиқ 358 Мәстанилик 365 Булар... 391 Кризис 419 Илясниң күндүлүк хатириси 433 Сәвдалиқ 456 НӘШИРГӘ ТӘЙЯРЛИҒУЧИДИН Нәширгә тәйярлиғучидин? Бу гәпни йезип болупла күлгүм кәлди. Шундақ болмамти әмисә? Мениң чүшүнүшүмчә, нәширгә тәйярлиғучи дегән, бирсиниң әсирини анчә-мунчә тәһрирләп, қешиға қашлиқ, көзигә сүрмә тартип, йүзигә упа сүрүп, пәдазлап, андин нәширгә бәргүчигә қаритилидиғу дәймән? Ундақ болудуған болса, мениң "нәширгә тәйярлиғучи"лиқим бир аз күлкүлүк һәм ялған болған болуду. Чүнки мән мәрһумниң әсиригә бир илип, бир чекит қатқан яки еливәткиним йоқ. Қандақму қилайки, мән язғучи болмисам? Һәтта мушу аталмиш "нәширгә тәйярлиғучидин"ни пүттүргичиму бешимдин түтүн чиқип кәтти. Бурун ойлап бақмаптикәнмән, бир нәрсә йезиш һәҗәп тәс ишкәна? Сават болсила язғили болуду, дәп ойлапмидимкин, бу мәвзуни башлиғинимда гоя бир тағниң тегидә қалғандәкла болдум. Нәдинму учрудум бу ишқа дәймән-дә! Әслидә бу.... Йеқинда һәммиңлар торлардин көргән болсаңла керәк, яш бир тор язғучиси кесәл сәвәбидин аләмдин өтти дегән хәвәрләр тақалғантиғу? Һә шу гәп. Бу китап шу қериндишимизниң китаби. Мән нәдин путлушуп қалай бу китапқа? Мәрһум қериндишимизни арзуға хилап һалда ят әлләрниң туприқиға көмүп, икки һәптиләр өткәндә тул қалған бичарә аяли телипун қилип, мени аиләм билән миһманға чақирип қалди. "вой бу қандақ гәп? Йеңи һазидар аилә, миһманға чақирғини немиси? Әслидә биз уларни чақирсақ тоғра боламти-я?... " дәп ойлуду-му, әмма йәнила "чақирған йәрдин қалма" дегән мақалға әмәл қилип, балиларни елип мәрһумниң өйигә бардим. Әслидә миһмандарчилиқму әмәскән. Ханимниң маңа дәйдиғанлири барикән; лекин мәрһумниң ханими әнәниләргә хели һөрмити бар аял болғач, әркиши йоқ өйгә менила чақириштин тартинип, аиләм билән тәклип қиптукән. У маңа мәрһумниң компютерини тентип беқишқа, елан қилинмиған нәрсилири болса қарап беқип, елан қилғудәк болса елан қиливетишкә, болупму униң кейинки бәш йилдин бери "китап йезиватимән" дәп көп һәпиләшкән бир немиси барлиқи, әгәр тапалисам шуни нәшир қилдуруп беришимни сорап чақирған ишкән. —дадиси бәш йилчә болған китап йезиватимәнла дәйти, һәпилишәтти. Мән чеқишип, — "қандақ китап у йиллар йили йезивәрсиму пүтмәйдиған, ‹алдар косаниң лай-лайи›дәк? — дәп чеқишипму қояттим, — сиз қандақ китап язалайсиз? Әхмәқ болмиңә" дәйтим. Рәһмәтликниң язғучи болушқа бәкла һәвиси бариди. Китап язимән дәп,... Бир китаби болушини шунчилик арзу қилатти,... "немигә бунчә пүтмәй кәтти?" десәм, ундақ асан пүтмәйду, романға тәйярлиқ қиливатимән техи, том бир китабим болуду, иншааллаһ" дәп шунчилик мәмнунлуқ билән ечилипла кетәтти,... Билмәймән, пүткән китапму, пүтмигәнму? Немә болса болсун, бастуруветәйли, балилар чоң болса, "мана бу дадаңларниң китаби" дәйдиғанға... Компютерни ечип, "һөҗҗәтлирим" мундәриҗисидин "мақалилар" намидики һөҗҗәт қисқучни ачтим, униңда маңа тонуш болған, көпчүлүккиму тонуш болған торда елан қилинған мақалилири барикән. Техи елан қилинмиғанлири болуп қалмисун үчүн, һөҗҗәт исимлирини бир- бирләп оқуп чиқтим. Йәнә ғол мундәриҗә астидики "мақалә нотлири", "давамдики язмилар" намлиқ һөҗҗәт қисқучларниму ачтим. Уларда чала пүткән мақалилар барикән. Кейин "китап" исмидики һөҗҗәт қисқучта "сәвда" намлиқ бу китапни таптим. Бу тәхминән 400 бәт әтрапидики бир һөҗҗәт иди. Бунчә көп нәрсини көрүп чиқишму маңа асан әмәсиди. Әмма һазидар ханимниң илтимасини рәт қилишму охшашла қийин иди. Башқа чарәм болмиғач, бу китапни, елан қилинмиған мақалиларни бармақ дискиға көчүрүвалдим. Мана шундақ қилип, өзәмгә тазиму ярашмиған "нәширгә тәйярлиғучи" қалпиқини кийишим башланди. Китапни ечип оқушни башлидим. "кириш сөз" дейилгән мавзунила десәм, әслидә икки бөләк қилиш пиланланған болсиму, биринчи бөлики йезилип, иккинчи бөлики һич йезилмиған икән. Сәвәби, биринчи бөләктә китапниң йезилишини кәлтүрүп чиқарған тасадипий сәвәпләрни, қандақ бир китап йезишни пиланлиғанлиқини баян қилған болуп, иккинчи қисмида китап пүткәндин кейин, китапниң йезилиш җәрянини тонуштурмақчикән. Демәк, китап техи пүтмигән икән! Мәрһумниң аялиға телипун қилдим. —китап техи пүтмигәндәк қилиду, техи китапта йезилмақчи болған қәһриманлирини күзүтүп, һәр бири һәққидә хатирә йезилған икән, бәзилири толуқ вә инчикә, бәзилири йүзә вә қисқа, әмма техи . .. —әмма, мәрһумниң бир тәвәррүки,... Немила болмисун қолимизда бир әстилики болсикән дәймиз... —шуғуниси бирәр адәм тәһрирләп, бирнемә қилмиса, мушундақла бастурсақ қандақ бола дәймән... —тәһрирләйдиған адәмни мән нәдин тапимән, бир хотун киши? Тәһрир болмиса болмайдиған иш болса, униму сиз бир немә қилиң, сиз тапалайсиз, мән нәдин билимән? Йәнә кимгә дәймән ? ... Мана шундақ қилип, бу иш бешимға кейилип қалди. Мән торлардиму бир немә йезип елан қилған бәндә әмәсмән! Бу һалим билән бу қәдәр җиқ бир немини оқуп ахириға чиқишимму чоң гәп. Анчә- мунчә бирнемиләрни елан қилип, өзини язғучи һисаплайдиған тонушлардин бир нәччисигә телипун қилдим. Тәбиийки алди билән бир шәһәрдә яшайдиғанлардин башлидим. Болупму иляс дегән адашни хели ишқа ярайду, униң үстигә мәрһум биләнму яхши өтәтти дәп ишәнч қилип униңға дедим. Пәрәз қилғинимдәк, бу адәм бирла еғиз гәп билән рәт қилди. Шунчилик роһим чүштики, тас-тамас қалдим шу китапни өчүрүпла қутулуп, мәрһумниң аялиға йоқла баһанидин бирни дәп қутулғили. Әмма аридин икки күн өтүп бир аз пәскаримға чүшүп қалдим. Растини десәм илясни бундақ бир ишқа аварә қилмақчи болушумниң өзила тоғра болмиғанлиқини өзәмму билдим. Әгәр униңға дейишкә болудуған иш болса, мәрһумниң аялиму дәйтиғу, мәндәк бир томтаққа дәп йүрмәстин. Бәлким дегәндур-дә, маңа бәргинидәк бир җавап бәргән болса, андин мени таптимикин? Башқиларға телипун қилишқа башлидим. Бәзилири устулуқ билән өзини қачурди. Бу бикарлиқ әмгәкни қилғуси йоқиди. Бир иккиси көрүп беқишқа мақул болди. Әмма иккилиси бизниң бу шәдә яшайдиғанлардин әмәс, дуняниң икки учдикиләр иди. Шундақ болсиму һәр иккисигә әвәтип бәрдим. Айлар өткәндә биридин хәвәр кәлди: —китап дәп кәткинини! Китапму бу? Матириял икән, техи һич қол тиқмиған. Я бу бирәр парчә һикайә әмәс, 400 бәттин ошуқ бир немикән, мән буниңға бирәр йил ишлисәм болғудәк, шуңа қилалмаймән, өзәмниң ишидин ешинип буни қилишқа вақтим йоқ. Йәнә бири қудуққа чүшкән таштәк йоқалди. Йерим йилчә тола сүйләп, тола ялвуруп, униңға йепишивелип дегүдәк, аз-тола қаш-көзини ясатқузған болдум. Лекин у өзиму роман йезип баққан бирси болмиса, хәқ үчүн буни қандақму қилсун? Әпләп-сәпләп, һәр шәхс һәққидики хатириләрни бир-биригә зорлап болсиму туташтуруп, "тәпмә һалал" қилғанлиқини, әмди һич аварә қилмаслиқимни дәп, қахшап, әвәтип бәрди. Мән қайта оқуп беқиштинму ериндим, растини десәм. Чүнки мән анчә бәк китап оқуп кәтмәймән, роман, һикайә дегәнләрни техиму оқумаймән. Шуңа, әслидикиси билән, мәзкүр тәһрирликтин өткән нусқисиниң қанчилик пәрқләнгәнликиниму билип беқишқа рәғдим болмай, мәрһумниң ханимиға нәтиҗинила мәлум қилдим. —мәнму бу ишларни чүшәнмәймән, болғини бола, бастурудуғанниң кәйнигә кириң, балдуррақ қолумда тутуп бақай,... — деди ханим. Мана шундақ қилип, мениң "нәширгә тәйярлиғучи"лиқим билән бу китап басмиға берилди. Һәрһалда мән бир алваңдин қутулған болдум. КИРИШ СӨЗ 1 Растини десәм мениң бу тунҗи китабим бир тасадипийликтин дуняға кәлди. Әгәр илясниң хатирисини көрүп қалмиған болсам, бундақ бир китап йезиш пикри туғулмиған болатти. Бу шундақ болди: Әслидә иляс тордин чүшүргән моһим бир матириялниң гепини қилған иди. Әмма мән уни тордин тапалмай, илястин әвәтип беришини сориғантим. Иляс қизиқ адәм-дә, бир қарисаң шундақ инчикә, рәтлик, бир қарисаң тазиму чечилаңғу. Мән сориған матириялни әвәттим дәп өзиниң күндүлүк хатирисини әвәтипту. Оқуп бақайму дедим, әмма бирсиниң хетини оғурлуқчә оқувалғандәк әйп бир ишни қилған болмай дәп, өзигә буни билдүрүп қоюшни тоғра таптим. —иляска, мән дегәнни әвәтмәй, өзиңизниң күндүлүк хатирисини әвәтипсизғу? — дедим, телипунда. Әслидә униң бу хатирини башқиларниң көрүп қелишини халимайдиған тәрипи болса чоқум "алла-алла, шундақ боптуму? Дәрһал өчүрүветиң! Мән матирялни қайта әвәтәй" дәйду, дәп ойлайтим. Әмма у ундақ чөчүпму кәтмиди, һич ерәңшимәстин: —һә, шундақ қиптимәнму? Бопту, мән йәнә бир қетим әвәтип бақай, хотунға язған хәтлиримни әвәтип салмисамла, бу қетим раст болуду, — дәпла қойди. У очуқ йоруқ чағлирида дайим ашундақ, чахчақ арилаштурмай гәп қилмайду, бундақ чағларда сөһбәтдаш болуш шундақ көңүллүк. Демәк у күндүлүк хатирисиниң мәһрәмийити һәққидә бәк қайғуруп кәтмәйдикән, оқусам болудукән, дәп ойлиған болсамму, лекин, йәнила униң миҗәзигә ишәнч қилалмай, бу адәмниң пәйли тутқан заманларда һичкимниң ана-манисини аяп қоймайдиған тәрипидин әйминип, йәнила алдидин бир өткүзүветәйчу дәп ойлудум. —мәндики күндүлүк хатириңизда мәхпийәтлик йоқту һәрһалда? — дәп сорудум петинмайрақ, — навада көрүп қалсам,... Дәймина... —һә, яқ, немә мәхпийәтлик болуду, дәйсиз? Шу көңлүмгә кәчкән бирнемиләрни илип қойған... —ундақ болса оқуп бақсам мәйлиму? —саддилиқиңизни қаримамдиған! Я хупсәнлик қиливатамсиз? Немә қилсиңизму қолиңиздиғу? —валлаһи, хупсәнлик әмәс, қаримидим, чүнки мени көрүп бақсун дәп әвәтмигән турсиңиз, хата әвәтилгәнликини билип туруп , ... —һичқиси йоқ, вақтиңизға ичиңиз ағримисила... Шундин кейинла уһ дедим-дә көрүшкә башлидим. Маңа хели йеқип қалди. "һой, тоғра, мән буни асас қилип бир әдәбий әсәр йезип чиқсам болмамду?" дәп ойлап қалдим кейин. Шуғуниси бу күндүлүк хатиридә һич вақти йезилмиған иди. Техиму яман йери хатириләр вақит тәртиби биләнму йезилғандәк әмәсти. Чүнки маңа тонушлуқ бәзи ишларму хатириләнгән болғачқа, қарисам, бурун болған бир иш кейин, техи йеқинда болған бир иш бурун йезилғанлиқини байқидим. Бир күниси, илясниң кәйпи чағ икәнликини пәмләп, бир аз бу тоғрулуқ ениқлима аңлаш үчүн еғиз татилидим: —хатириңизни көрдүм, иляска, хели болудукән, маңа яқти. Шуғуниси вақти йезилмиғанкән, вақит тәртибиму алмишип қалғандәкму қандақ? —һәй, бала, у қандақму күндүлүк хатирә болсун? Мән бурунларда, йиллар авал болған бир иш ядимға келип қалса йеқиндики бир хатириниң ахирисиғила йезип қоювәргән. Пәқәт, әһмийити бар дәп қарисамла, қачан есимгә кәлсә шу чағда. У һалда буниңға қайси вақитни язимән? Вәқәниң йүз бәргән вақтиниму? Ай- күнлирини аллиқачан унутқан болсам? Яки йезилған вақтиниму? Һич тәртип йоқ болуши мана шуниңдин. Бәзидә бир иш болуду, я болмиса бир гәпни аңлап қалисән, шу вақитниң өзидә униң моһимлиқини һис қилалмайсән, бир заманлар өткәндә андин буниң моһимлиқини тонуп йетисән-дә, унтулуп кәтмәслики үчүн дәрһал хатириләп қоюсән. Мениң қилғиним мана бу. Һә, демәк вақит тәртиби бойичә тизилмиған, уттур кәлгиничә қораштурулған бир роман! Һазир ашундақ нәрсиләр модиғу? Мана! Роман йезиш пикри мана шундақ туғулди. Әмма мән буни қандақ язимән? Техи бирәр һикайиму йезип бақмайлам роман-һә! Әмма бу хиялимни илясқа дегинимдә у маңа җиддий бурулуп, көзүмниң ичигә бирдәм қарап туруп кәтти. Андин "бикар турғандин урунуп баққанниң зейини йоқ" деди чүшүнүксиз бир хил тутумда. Авал әтрапимиздики уйғурларни күзүтүп, бир- бирләп йезип чиқимән, һәр бириниң өзигә хас хуй- миҗәзи, һис-туйғуси (ичидикисини қандақ билимән? Әлвәттә пәрәз қилишқа болуду, адәттики гәп-сөз, ипадә, һәркәтлиридин билгили болуду). Мана шундақ қилип, һәр хил синип, һәр хил тәбиқигә тәвә уйғурларниң бир ройхәт шәклидики матириялини тәл қиливелип, андин уларни һәр хил сәһниләрдә өзара қайнаштурсам болуду әмәсму. Қандақ бир вәқә зинҗирида бу адәмләрни өзара бағлаймән? Буларни һазир ойлап олтурушумниңму һаҗити йоқ. Авал адәмләр һәққидә биринчи қол матиялни топливалай, андин бешимни қатурсамму болуду. Тоғриси вәқә дәп кәткүдәк бир вәқәгиму керәк йоқ. Һазир дегән вәқәсиз, абистракит романлар дәври, һәта анти роман дәйдиған ғәлитә моделлар мәйданға чиқиватса, мән бу адәмлиримни һәркәткә селиш үчүн 3-дуня урушини ясап чиқимәнму? Болғиничила язимән таман. Көрүп турғиниңлардәк, бу кириш сөзниң 1-қисми шунчилик. Иккинчи қисим кириш сөз романим пүткәндин кейин, романниң йезилиш җәрянини тонуштуруштин ибарәт болуду, иншааллаһ. Йәни, қизиқишлирим, дуч кәлгән хапилиқлар, қийинчилиқлар, мәмнунийәтлирим, изтираплирим, иһтраслирим, мувәппиқийәтлирим, мәғлубийәтлирим,... Һәққидә болуду. 2 (дәп өткүнүмдәк, роман техи пүтмигәчкә, кириш сөзниң иккинчи бөликиму йезилмиған. — нәширгә тәйярлиғучи) БОҺРАН 1 —Сийитниязкамму, немә? — деди иляс өз-өзигә, узақтинла бинаниң қарши тәрипидики дачилардин бириниң алдида турған сақаллиқ бовайни тонуғандәк қилип. Иляс шуанда күндүлүк лазимәтликләрни сетивелип базардин келивататти. Аптовуздин чүшүп йолдин айлинип йүргүчә бинаниң арқисидики чимлиқтин кесипла, бинаниң йенидин айлинип алдиға өтүш көп йеқин болғач бу бинада олтурудуған һәрким аптовуздин чүшкән болсила мана шундақ қисқа кесип өтүшни әвзәл көрәтти. Шуңа пакиз җулалинип турудуған йешил геләмдәк чимлиқниң бир бурҗигини кесип өткән өчүк бир сизиқ — бу бинада вә бина алдидики дачиларда турудуғанларниң аяқ излиридин һасил болған чиғир — билинәтти. Чимлиқ бәк кәң болуп, униңда икки путбол мәйдани, йәнә балилар ойнайдиған нурғун җаһазлар орнутулған җайлар бариди. Бу йәрдә һәрхил һәркәт җаһазлири, картон филимләрдики өйләрдәк равақлар бариди. Өзлириниң балиларға хас сүрәнлири билән бошлуқни толдурған балилар кәм болмайти. Бәзилири илангуч учатти, бәзилири бир немиләргә ямишип ойнушатти; бирмунчилири һелиқи раваққа охшайдиған әпсанивий өйләргә "ғарлар"дин кирип- чиқип йүрүшәтти. Әтраптики орундуқларда балиларни ойнатқили кәлгән ата-анилар олтурушатти. Балилири бәк кичик бәзи ата-анилар сирилма тахта йенида балилириға һези болуп турушатти яки илангүчтә олтурғузулған балилирини өзлири авайлап иттирип турушатти . Һәрдайим иляс бу йәрниң йенидин өтүватқичә ойнаватқан балиларни көрүп худди өзиниң балилириму шуларниң ичидә бардәк бир туйғу билән йүрики шовулдап кетәтти. Худди балилири уни көрүп йүргрүшүп келип есилидиғандәк бир туйғу билән иссиқ бир һаяҗан вуҗудини иллитип өтәтти. Болупму өмәр!... Қандақ татлиқ балиди-дә! Дәп ойлап қоятти у узаққа созулған бойтақчилиқ һаятида. Кейин йәнә арида өз пәйлиниң яманлиқидин йәнә бойтақчилиққа мәһкум болған чағлиридиму әнә шундақ туйғуларни баштин кәчүрәтти. Бүгүнму ихтиярсиз йосунда шундақ бир сеғиниш, һәсрәт йүрикини тилғап өткәндәк болди-дә, бирдин әмди балилириниң өйдә икәнлики ядиға йетип "уһ!" дәвәтти. Булардин башқа бу чимлиқ вә бош мәйдан тәвәсидә йәнә бирмунчә сүний яки тәбиий дөңлүкләр болуп, бу дөңлүкләрму яп-йешиллиқ билән пүркәнгән һаләттә бу йәргә бәкму яришип ятатти. Бәзи пәсилләрдә дөңлүкниң бағрида сериқ мамкап гүллири вә йәнә аллиқандақ һаварәң чичәкләр ечилип кетәтти. Әслидә бинаниң алди тәрипигә мана шу кәң чимлиқниң сирт тәрипини айлинип беришқа тоғра келәтти. Чимлиқниң бинаға йеқин йәрлиридә шәмшат қариғийи, ерән, ақ қийин дәрәхлири көккә бой созуп туратти. Дәрәхләрдә вә дәрәхләр әтрапида тийинлар бималал ойнап йүрәтти. Бәзи чағларда бу чимлиққа тошқанларму миһманға келәтти. Бир қетим иляс һәтта бир җәрән көргән иди. "хитай болмиса яки хитайлар хоҗайин болмиса дуня немә дегән гүзәл, — дәп ойлайти иляс буларға қарап, — йәвалидиған хитай болмиғачқа бу җанварлар бәхираман йүрүшүду-дә." Чоң йолниң у тәрипидиму ашу йешиллиқ давамлишип, таки чоң көлниң ойминиға, андин көл гирвикигә қәдәр созулуп кетәтти. Қолида таллабазарниң пиластик халтилирини көтүрүвалған иляс нимкәш машиниси бузулуп қалғачқа аптовуз билән базарлиқ қилип келивататти . Күз йеқинлишип келивататти. Күзниң йеқинлашқанлиқи һаварайиниң салқинлишидин билинәтти. Чүнки бу йәрдә күз нимәтлири болған мевиләрниң пишқанлиқи базарларда сөвәт вә үскәнләрдә сетилишқа башлинишидин билинидиған әвзәллики йоқ иди. Бу йәрдә бир хилда тәмсиз мевиләр қиш-яз охшашла дуканларда болуверидиған болғачқа, күз мевиси дегүдәк алаһидә бир нәрсиму йоқиди. Тоң пети үзүлүп, узақ деңиз йоллиридин келидиған, йолларда кәлгичә "пишидиған" болғачқа йүрәккә тәккүдәк шерин мевә худди ухлимай чүш көргәндәк бир иш санилатти. Күзниң келиватқанлиқини билиндүридиған алтун рәңлик йопурмақларму бәк челиқмайти. Чүнки таки қишниң бешиғичиму яп-йешил яшнап турудуған чимлиқлар, чимәнликләр, гүллүкләргә қарап, күзни сезиш тәсрақ иди. Иляс йешил чимәнләргә қарап ихтиярсиз хиялға кәткән иди. Бундақ хияллар униң даимий һәмраһи болуп қеливататти. Бундақ һәрдәмхияллиқ униңда мушу ғәрп дөлитигә кәлгәндин бери пәйда болди десәк бәлким бәкму лилла болмас, әмма бу йәрдә күчүйүп, өзини йоқутуп қойғидәк һалға кәлди десәк гепимиздә шәк болмайду. У һазир күндүлүк лазимәтликләрни сетивелип келиветип әнә шундақ хиялларға петип кәткинини өзиму сәзмәй қалғаниди. Униң хияллирини мәсниң хияллириға охшатқили болмайти. Гәрчә уму дайимла темидин чәтнәп, әсли башланған чағдики хиялиниң мәзмунлириға һич мунасивәтсиз бир "җаңгал"ларға кирип кетидиған болсиму, лекин шуан униң хияллири уланма тәсәввур шәклидә болсиму рияллиқ билән бағлинатти. У шуан қолидики халтиларда әкиливатқан нәрсиләр ичидики мевиләрдин қанатланған хиялини күзгә улиған иди. У мевә дәп алған нәрсилиридин һич һозурлиналмайти. "шехида пишмиған мивә дегән мевә боламду!" дәп хурсунуп қоятти у. Демисиму бу сәпәрләрдә, амбарларда пишқан мевиниң татқиниң болмиши, халар-халимас юрттики чағлирини әсләтмәй қалмайти. Униң шехидин үзүп мевә йәп бақмиғиниға талай йиллар, бәлки әсирләр болғандәк қилатти. Күзниң әлвәкликиниму һис қилмиғиниға шунчилик болғанду. Ундақкән, немишкә у күз һәққидә, мевиләр һәққидә ойлимисун ? Йеқинлашқанда қаршидики өйниң ишики алдида турған бовайниң растинла сийитнияз таға икәнлики мәлум болди. Бовайниң у өйдә бирәр иши болуши мүмкин әмәс иди. Чүнки у бирәр уйғурниң һәтта қәйәрлик болсиму бирәр мусулманниң өйи әмәс иди. У бинаниң ишики тәрәпкә бурулуш қәдимини тохтутуп, бовайниң бу йәрләрдә немә қилип йүргәнликини сорап беқиши керәк иди. Бу мәһәллидә илястин башқа бирму уйғур йоқ иди. Сийитнияз тағиларниң өйи бу йәргә бәк йирақ һесапланмисиму, пиядә меңиш үчүн йеқинму һесапланмайти. Чимлиқниң созунчақ тәрәптики узақ учида көрүнгән мәктәпниң у тәрипидики өйләрдин биридә олтуратти. У йәрдин пиядә келиш болса онбәш минут; машина билән айлинип келиш үчүнму онбәш минут вақит