Ғ. О. Зулпиқар Шәрқий Түркистан Азатлиқ Йолида Издиниш (Илмий, Сиясий Мәҗмуә) ) 3 ( (Китап тәминләш мәнбәси: әйнәк тори Www.eynek.biz) Шәрқий түркистан һөррийәт нәшрияти Истанбул — 2018 Бу китапни бирла җүмлигә йиғинчақлаш мүмкин; китаптики барлиқ мақалиларниң мәркизий идийиси пәқәт шула: әгәр қайта тирилимиз дәйдикәнмиз, идиологик қурулмимизни йеңидин бәрпа қилишимиз шәрт, буниң үчүн әң керәклики, тәшвиқат!тәшвиқат! Тәшвиқат ! Һаят көришидә йеңилгән милләтләр, бу көрәштә әң аз қәһриманлиқ нәмуниси көрсәткәнләр вә я паразитларниң һилисигә қурбан болғанлардур. Бу нуқтида шуни демәк мүмкинки, бу йеңилиш — әқил кәмтүклүкидин көрә, чидам вә җасарәт кәмтүклүкидин келип чиққандур. —Адолф Гитлер: "көрәшлирим"(Түркчә нәшри) МУНДӘРИҖӘ БӘЗИ "АШУРИВЕТИШ"ЛИРИМ ҺӘҚҚИДӘ ..............6 ӨЗИМИЗНИ ӨЗГӘРТӘЙЛИ! .......................................20 Тәшкилатлиниш Мәсилиси .........................................21 ИСТЕТИК ӨЛЧӘМЛӘРДИКИ АЙНИШ ВӘ ЙӨНЛӘНДҮРМӘ .........................................................36 МИЛЛИЙ МУСТӘҚИЛЛИҚ ИДИЙИМИЗНИҢ АСАСЛИРИ ...................................................................46 БИР АЗ СИЯСӘТ ӨГИНӘЙЛИ ....................................65 ИСТИХБАРАТ ЕҢИ — СИЯСИЙ ҺУШЯРЛИҚ МӘСИЛИСИ ..................................................................93 йәнә тәшвиқатниң қудрити тоғрисида .......................103 вәзийитимиз һәққидә тәһлил вә қилишқа тегишлик ишлар ...........................................................................117 олимпик ғәвғасиниң илһами.......................................132 чәт'әлләрдә миллий кимликни ипадиләшниң әқәллий пурсәтлири ...................................................................138 УЙҒУРЛАРДА ПИКИР КАСАТЧИЛИҚИ ................145 ХИТАЙЛАРНИ ПӘС КӨРҮШ РОҺИМИЗНИҢ ХАСИЙИТИ ................................................................152 УЙҒУРЛАРДА "МӘН" ВӘ "БИЗ"НИҢ ДИАЛИКТИК БИРЛИКИНИ ИШҚА АШУРУШ ЗӨРҮР.................157 ХИТАЙНИҢ ДЕМОКРАТИЙИЛИШИШИ БИЗГӘ НЕМӘ ЕЛИП КЕЛИДУ? ............................................162 ҺИНДИЯНЛАР ВӘ УЙҒУРЛАР ................................176 "АПТОНОМИЙӘ"ЧИЛИК = ТӘСЛИМЧИЛИК!......185 "ДАҺИ" ВӘ ТӘШКИЛАТ ҺӘҚҚИДӘ ОЙЛИҒАНЛИРИМ .....................................................207 ..."ЙҮЗӘКИ МУҺАКИМӘ"НИҢ ШӘРҺИ ВӘ МУЛАҺИЗИЛӘР .........................................................219 ҚОШУМЧӘ (1) ............................................................ 244 ҖАСУСЛУҚНИҢ БҮГҮНКИ ТӘРӘҚҚИЯТИ ........ 244 ЙӘР АСТИ ТӘШКИЛАТЛИРИНИҢ ҺӘРКӘТ УСУЛЛИРИ ـ 1 ............................................................279 ахирқи сөз ....................................................................287 қошумчә(2)...................................................................290 ШИНҖАҢДИКИ БӨЛГҮНЧИЛИК МӘСИЛИСИ ТОҒРИСИДА ЙҮЗӘКИ МУҺАКИМӘ .....................290 Пайдиланған Китаплар ...............................................310 БӘЗИ "АШУРИВЕТИШ"ЛИРИМ ҺӘҚҚИДӘ (Кириш Сөз Орнида) Һазирғичә язмишлиримда — кейинки йиллардики инқилап һәрикәтлиримиз һәққидә тохталған мавзуларда — тилға елинған вә сәлбий тәрәпкә йөләп ипадиләнгән бәзи "тарихий шәхсләр" тоғрисидики оқурмәнләрниң охшимиған көз қарашлириға, шундақла мениң илгирики китаплиримниң җимики сәлбийликлири колап чиқирилған гәп-чөчәк типидики инкасларға җавап бериш зөрүрийити һис қилиниватиду. Алди билән шуни дәп қоюшум керәк: исми зикри қилинған у әпәндиләрниң һич бири билән йеқин достлуқум болмиғандәк, шәхсий зиддийитимму йоқ; бар дегүчиләр болса вә палани иш вәҗидин өчмәнлик қилип, шундақ қиливатиду, дегүчиләр болса, дегәнлирини дәлиллисә, мән йәнә шуниңға яриша җавабимни беришим мүмкин. Әмди дәл буниң әксичә, мени "ашуриветиш"тә әйиплигүчиләрдә халислиқ бәкрәк аз: я, өзи ақлашқа урунуватқан шәхс билән хусусий йеқинчилиқи, ағинидарчилиқи,... Бар; я бу шәхсләрни сирттин тонуйду, "даңқиси"ни кочидин аңлиған вә "ашундақ улуғ адәмму шундақ поқни йәрму?" типидә муназиригә арилишидиғанлар . Көрүнүп туруптуки, шәхсий мунасивитиниң йеқинлиқидин адвукатлиқ қилмақчи болуватқанлар халис һесапланмайду; биваситә арилишип бақмайла, аңлиғини бойичә пикир қатнаштурмақчи болуватқанларда бундақ салаһийәт йоқ. Йәнә бундақ халислиқтин йирақ бәзи әпәндиләрниң адәм баһалаштики аҗайип тутумини күзитидиған болсақму, уларға ишиниш балилиқ болидиғанлиқини дәлилләйду: охшаш бир адәмни өзи билән яхши мунасивәттики чағда "инқилапчи" баһалиса, мунасивити йирикләшкән һаманла "мунапиқ" дәп җакалайду. Әмди әсли гепимизгә келәйли. Мән һәқиқәтәнму хата қиливатамдиғандимән? Яхши адәмләргә увал қиливатамдиғандимән? Бу соаллар һазирғичиму калламда қуюндәк пиқирап туриду. Чүнки мени иккиләндүрүп қойидиған бәзи мисалларғиму дуч келип қалимән. Мән қандақ тәпәккүр қилмай, һәр бириниң асасланған бир мисали болуду, йәни, йеқин болғанда яхши адәм, йирақлашқанда яман адәм шәклидә әмәс. Әмма, хата оттурида икән, бу адәмләрни ақлашниң чариси йоқ. Пәқәт, "дәриҗисини чүшүрүш" (йәни, мунапиқ, хитай ғалчиси, дәвәтмәй, бир аз йеникрәк қалпақ бериш) пирактикиси елипму баримән тәпәккүрүмдә. Лекин шуниңға ишиниңки, һәр қетимда йәнә ахирқи хуласә ашуниңға елип бариду. Бу мундақ, бир қимарға яки санлиқ зеһин синаш оюниға охшап кетиду: алақидар бир тор бәт бар, sudoku. Ғәрптики бәзи гезитләрдә судокудин һәркүни бир оюн елан қилинип туриду. Ишқилип, бу 81 катәкчидин ибарәт болуп, бәзилиридә санлар бар, сан йезилмиған бошлуқларни толдуруш керәк. Тик тәрипиму тоққуз, көндиләң тәрипиму тоққуз болған бу катәкчиләргә бирдин тоққузғичә болған санлар һәр бир көндиләң қатар вә тик қатарда бир қетимла ишлитилип толдуруш тәләп қилиниду. Йәнә һәр үч- үчлүк горуппиму бар. Тик тәрәп үч горуппа, көндиләң тәрәп үч горуппа. Буниңдиму сан тәкрарлиқи болмаслиқи керәк. Нәтиҗидә бу шундақ мурәккәп тәләплик оюн болған болуп, һәр катәкчигә чоқум бәлгилик бир сан чүшүши керәкки, униң орниға башқа бир сан һәргиз чүшмәйду: тикисини тоғрилисаң, көндиләңдин, уни тоғрилисаң, үчлүк горуппидин чатақ чиқиду . Худди шуниңдәк, һелиқи "тарихий шәхсләр" һәққидә иккилинип қалған чағлиримда уларни "бәк шөһрәтпәрәст адәмләр болғинидин, ‹мениң раст› дәпла мушундақ қилди" дәп ойлап бақимән. Яқ, "көндиләңгә" тоғра кәлди-ю, "тикигә" рәп кәлмиди! "нийити яхши болсиму, билимсизликидин мушундақ болди" дәп бақимән. Буму бәзи ишлириға чүшиду, әмма бәзилиригә рәп кәлмәй қалиду. "шәхсий қаранийәтчи, ‹қоймичи› болуши керәк, һисиятни таварға айландуруп, пул үндүрүвелиш оюни ойниған!" буму хелисиға чүшиду, әмма йәнила бәзи һәдди- һәрикәтләргә рәп кәлмәйду! Демәк, ашу бәлгилик "сан" "бәлгилик катәкчә"гә чүшмигичә, оюн йешилмәйду. Қандақ қилиш керәк? Издиниш давам қилиду. Һәр йолуққан йип учи һесапқа елиниду. Бир күниси һадисиләр (яки һелиқи оюндики санлиқ катәкчиләр) җамаәткә сунулуду вә җамаәт бу оюнни қандақ йешивалса өзлириниң иши! Әмди язмишлирим һәққидики иккинчи түрлүк инкас: һәммини инкар қилиш! Бу "инкас"ларму һечқачан йезиқта ипадилинип бақмиди. Миһмандарчилиқ дастиханлирида, орман сәйлисидә кавап йегәч, йеқинларниң ғәйвәт сорунлирида, әң аммивий түс алғини пәқәт тордики "пит базарлири"да намсиз тиллаш шәклидә. Әслидә бу қәдәр бичариликкә җавап берип олтурмисамму болатти, чүнки бундақ чүпрәндә "еғиз обзорлири"ниң немә қиммити болсун! "җинниң қәсти шаптулда" дегәндәк, буниңға йөләп йәнә бәзи бир гәплиримни дәвелиш зөрүрийитидин бундақ бир җавапқа һазирлинип олтуруптимән. Көпчүлүк оқурмәнләргә мәлум болғинидәк, мән тор бетимдә мақалә елан қилиш билән биргә, өз мақалилиримға қарши бир бәс- муназирә барлиққа кәлтүрүшкә, тәнқид аңлашқа, "чавамни читқа яйдуруш"қа урунуп, көп қетим мураҗәтләрдә болунған болушумға қаримай, һелиқи, қосиқи тойғандин кейин тамақ сиңдүргәч, улуғвар қуруқ гәпләрни қилидиған җанаплар яки хенимларниң һечбиридин сада чиқмиған иди. "өзәмни тиллатмақчи болуш"тәк тәлвиликимдин мәхситим: бәс- муназирә арқилиқ сиясий истиқбалимизниң әң тоғра йолини, әң тоғра методини тепип чиқиш; һеч болмиғандиму, бундақ илмий бәс-муназирә арқилиқ хәлқни тәрбийилигили болуду, дәп ойлайтим. Бир-биригә қарши икки хил пикир яки бир пикирни тәнқид қилған, муһакимә қилған, муәййәнләштүргән,... Йәнә бир мақалә болғандила оқуғучи үчүн "таллиқ бағ" болған болуду. У, у йәрдин бир һәқиқәтни таллайду. Бәлким бир нәччә қетим хата таллап тумшуқиға йәр, әмма аста-аста тоғриға һөкүм қилишни өгүнүду; сиясий калла пәйда болуду. Бирла гүл, бирла рәң, бирла көз қараш,...ниң бундақ җәлп қилиш күчи болмайду, тәрбийиләш ролидинму сөз ечиш тәс. Мана шу нийәтләргә көрә мән һәркимниң "һәр тәрәпкә тартип, титиветиш"и үчүн мақалилиримни оттуриға ташлиған болсамму, бир илмий инкас болмиди. Шуниң билән буларни шу бойичә муқумлаштуруп, китап қилип нәшир қилишқа тоғра кәлгәниди . Дурус, бәзи тәнқидләр болунди дейилсиму, бу "тәнқид"ләрниң шиддитидин қәтийнәзәр, униңда қилчилик халислиқ болмиғини, "ялиқини қоғдаш" типида, көз қарашқа әмәс, шәхскә қарши мәйданда туруп қилинғанлиқи үчүн, уларни етиварға елишқа әрзийду дәп қаримидим. Дослурумму маңа бундақ "тәнқид"ләр һәққидә "поққа чалма атмаслиқ" йоли тутушумни тәвсийә қилишқан иди, кониларниң һикмәтлик сөзлиридики һәқиқәтни сәл чағлиғандәк, "поққа чалма етиш" хаталиқини өткүзүпму қалғанидим вә буниң "чачрандилири" әтрапни бир елип, бу һикмәтни йәнә бир қетим дәлиллиди. "һәммини инкар қилиш" тоғрисида пәқәт шуни дәймән: әмисә муәййәнләштүргүдәк немә бар? Сиз җанабий тәхсир маңа көрсүтүп берәләмсиз? Буни дегүчиләр асасән бирәр "мәнсәптә" олтурған чоңлар болуп, улар әслидә махтилишни арзу қилатти. Махтай десәң, махтиғудәк бир иш оттурида болмиса, орда шаирлиридәк, уларниң мувәппиқийәтсизликлирини ғалибийәт дәп махтишим керәкмиди? Бундақ махтилиш тамайи, риякарлиқтин болуп, әгәр сәмимий нийәттә вәтән үчүн иш қилидиған адәм, махтилишни әмәс, қиңғир кәткән йәрлириниң көрсүтүп берилишини техиму бәк арзу қилған болатти, кәмчиликлирини түзүтүп, техиму үнүмлүк иш қилиш үчүн. Қайта-қайта шуниңға диққәт қилишиңларни тәвсийә қиливатимән: әгәр бир тиҗарәтчи бир йәрдин яңақ әкилип сетишқа җабдуватқан болсун (бу бир мисал), кочида шу мәһәллиниң дәлдүшлиридин бири учрап: —аңлисам сиз бир йәрдин яңақ әкилип сетишқа җабдунуветипсиз, һәргиз шу поқни йемәң! — дәпла өтүп кәткән болса, биз бу тиҗарәт һәққидики пиланимизда бир ойлишилмиған чатақниң барлиқини һис қилимиз вә һелиқи дәлдүшни "ундақ дәлдүшләр дәвәрмәмду!" дәп ишимизни давам қилиштин қаттиқ иһтиятта болимиз. Дәлдүшниң немишкә ундақ дегәнликини, қандақ бир зиянниң учурини билидиғанлиқини сорап дегүзмәстин көзимизгә уйқу кирмәйду. Немә үчүн? Тиҗаритимиз җаниҗан мәнпәәтимиз! Зиян тартиштин қорқумиз. Әмма немишкә милләтниң бир ишини қилмақчи болуватқанлар мана шундақ әстайидил әмәс? Немишкә инкасларға, тәнқидләргә қулақ салмайду? Шуниси әмди бәк аддий вә чүшинишлик болудуки, улар бу ишни җаниҗан мәнпәәтим дәп қиливатқан әмәс! Йәни, риякарлиқ, нам-атақ чиқиривелиш яки вақитлиқ пайда қазиниш, шәхсийәт,.... Қисқиси, нийәттики напаклиқ! Көпчүлүкниң сәмидә болса керәк, мән писхикимиздики пиринсипсиз мадарачилиқ, "дипломатчилиқ"ни тәнқид қилғанидим. Бир әқәллий уқум шуки, киши өзи тәшәббус қилған ишқа һеч болмиса өзи әмәл қилиши керәк, болмиса өзигә өзи қарши турған болуп қалиду, "әти- мәти йоқ" санилиду. Мән биздики пиринсипсиз яхшичақлиқни тәнқид қилип туруп, йәнә өзәм һәммигә яхши көрүнүш хиялида мадарачилиқ қилсам, мунапиқлиқниму көрмәсликкә салсам, "яман болуп қалсам мени төригә чақиридиғанлар аз қалармикин" дегән тама билән яхшичақлиқ қилсам, өзәмниң пиринсипиға өзәм қарши турған болуп қалмамдимән? Мәйли шу яман көрүп қалғанлар кейин мени "улуғ..." дәп махтимиса махтимисун, әмма һәқни дейиштин һеч чекинмәймән. Көпчүлүккә аян болғинидәк, һәммә адәм өзигә гоя һәқ үчүн көрәш қиливатқандәк қилсиму, һәқ гәп қилған адәмни яман көрүш дуня дуня болғандин берила мәвҗут болуп келиватиду. Һәтта аллаһниң һәқиқитини елип кәлгән пәйғәмбәрләр немә күнләрни көрмиди ? Һәқни сөзләп йитим қелиш һечқачан һәқниң образини хунуклаштуралмиди, қиммитини төвәнлитиветәлмиди ! Махтилиш тамайиниң йәнә бир вариянти, "‹сән чәтәлдә ишниң тайини йоқ›, дәп вәтән ичидикиләрни үмидсизликкә патуриватисән" дегән қалпақ. Демәк, вәтән ичидикиләрни емизгиләр билән голлап, сиртта бир ишлар болуватиду, йеқин арида азад болумиз,... Дегән алвун мисали үмидләргә бағлаш керәккән! Алдаш, биғәм, хатириҗәм турушини капаләткә игә қилиш керәккән! Бихудлаштуруш керәккән! Бу қандақ мәнтиқә? Әпәндиләрниң бу нәзирийәлирини бир аз шәрһийилишини бәк үмид қилимән. Мениңчә күпчүлүкму шуни күтсә керәк. Чүнки ялғанни атмақ асан болғандикин, бу таза бизгә бап келидиған көрәш йоли болатти-дә, бирақ, биз униң қандақсигә пайдилиқ болидиғанлиқиғила ишәндүрүлсәк! Үмидсизликниң роһий җәһәттин йемирилишкә сәвәп болудуғанлиқини билгүдәк һалим бар. Әмма бу үмид бирәр мәнтиқилиқ сәвәпкә таянған болуши, һеч болмиғанда мәнивийәткә бир әқидини, бир идийини чиң орнаштуруш асасиға бәрпа қилинғини яхши, һәргизму "чәтәлләрдә вәтән азатлиқи йолидики көрәшләр җуш уруп раваҗлинип кәтти", дегән ялғанларға голлаш арқилиқ пәйда қилинған, ишәнчсиз үмид болмаслиқи керәк! (бу һәқтә китап ичидә йәнә тәпсилий тохтулумән.( "милләт йоқулуватиду", дегән җакалиримда мән немә демәкчидим? Буни тоғра нийәттики кишиләрниң һәммиси яхши қарши алди. Йәни, бу кишини чөчүткидәк мудһиш реаллиқтин сәскинип уйқулирини ачқанлиқи, мәсилигә шу дәриҗидә җиддий қаралмиса, һаңвақтилиқ билән, һәрикәтсиз, тәдбирсиз олтурувәрсә чатақ чиқидиғанлиқини бир қетим тонушти. "милләт йоқалмайду!" дегән улуғвар җакани дәп қоюш нәқәдәр асан? Хош, қандақ? Йоқалмайдиғанниң шәртлири, асаслири немиләр? Буни улуғ қуруқ гәпләр билән, сөз ойнутуш йоли билән әмәс, конкирит, әмәлий, җанлиқ мисаллар билән көрсәтмәк әлвәттә наһайити яхши болатти. Һеч болмиса бимәниликтә учиға чиққан һалда болсиму бир асас, сәвәп, мәнтиқий, әқлий (әмәлий болмисиму) асас, мәсилән: "навада хитайларниң көңлигә инсап берип, бизни йоқитивәтмәй қалса,..." дегәнчилик болсиму сәвәп көрситилиши керәк иди. "әски тамдин һошур чиққандәк, тулумдин тоқмақ чиққандәк"ла бундақ җакани җакалашниң пайдиси немидә? Һеч болмиғандиму қуруқ үмидләр билән хәлқни голлап турушниң улуғвар пайдилири болсиму шәрһийләнсә биз шуниң билән худди һесамиддинниң дегинидәк: "бәрибир ялған болғандикин, пихсиқлиқ қилмай, йоған- йоған атә!" дәпла етишмизни башлап кәтсәк, бу ишқа бәкрәк ярайдиғанлиқимизға көзүм йетип туриду. Йәнә шуниму қошуп қояй: мән шәрқий түркистанниң мустәқил болишиға үмидвар қараймән. Әмма бу һәргизму котулдап йүргән җанапларниң пәдисидә қуруқтин- қуруқ үмид әмәс, бәлки униң мәлум асаслириниму көрсәттим вә көрситиватимән. Мәсилән: алдинқи җилдта берилгән "шәрқий түркистан мустәқиллиқиниң мүмкинчилики тоғрисида" дегән мақалида буниң сиясий җуғрапийә җәһәттин қандақ асаси барлиқини көрсүтүшкә тириштим; йәнә җасуслуқниң бүгүнки тәрәққияти тоғрисида тохталған мақаләмдә буниң пән - техника җәһәттин мүмкин қилидиған йошурун амиллар барлиқидин бишарәт беришкә тириштим. Йәнә, бәзи мақалилиримда бир күчлүк мәнивийәт тикләш арқилиқ, үмидни йоқатмай қәддимизни пүкмәй яшиғили болудуғанлиқини, бу мәнәвий үмидниң диний әқидимиз асасиға бәрпа қилинишиниң шәртликиниму дәп өткәнидим. Һәрһалда үмидкә сәвәп көрсүтүшкә тиришиватимән. Әмма сиз — мени үмидсизликни тәрғип қилиш қалпиқи билән тартуқлашқа урунуватқан җанаплар — "үмид"лириңизгә бирәр асас көрсүтүп бақтиңизму? Бәзиләр мениң тәнқидлиримниң җиддийлик дәриҗисини қәстән бурмилап, пәскәшләрчә, юртвазлиқ нуқтисидин чүшәндүрүп, җамаәтниң диққитини буриветишкә урунди. Улар тәнқидләр ичидә юртлуқлурумдин бәзилиригиму тегиватқинини көрмигән яки әсли мәхсиди шум болғини үчүн қәстән көрмәсликкә салди вә: "палани һәққидә немишкә язмайсән?" дейишти. Мән тәнқидлиримни чакинилаштуриветишни халимидим: башқиларниң диққити сиртида қеливатқан яки "дипломатлиқ" билән көрмәскә селиниватқан вә яки җиддийлик дәриҗиси диққәттин чәттә қеливатқан, әмма наһайити моһим, пиринсипал мәсилиләр һәққидә йезиватимән. Һәммә адәм бәс-бәстә тиллаватқан, тиллиялаватқан, әскиликини көрәләватқан, аллиқачан "ур!- ур!"ға қалған бирсигә мениңму тиғ көтүрүп чиқишим шәртмиди? Мәнму "йип базиридики тәнқидчи"ләр сепигә қошулуп, өзәмни чүшүрүшүм керәкмиди? Әгәр көпчүлүктә худди шу қизғинлиқ һәрзаман, башқа һәр түрдики пиринсипал мәсилиләргиму шундақ сәзгүр болған болса, башқа һәрқандақ "улуғ"лардин әймәнмәй, худди шу қизғинлиқ билән тушму-туштин талишидиған болсиди, бу қәдәр көп тәнқидни худди көтирә алғандәк мәнла қилишқа тоғра кәлмигәнму болатти . Бу дашқайнақ мәзмунларниң омумхори болмиш мавзуниң йәклимәсликидин пайдилинип, йәнә шу мәсилә һәққидиму икки еғиз гәп қилип өтүмән: бу тәнқидлиримниң очуқ җакалиниши зиянлиқму? Пайдилиқму? Дегән мәсилә. Бәзи сәмимий достлар бундақ мәслиһәт беришти. Тәнқидләрни аммивий шәкилдә елан қилмай, тәнқид обектлириниң өзигә биваситә хәт йезиш, телипун қилиш, чәткә тартип қулиқиға пичирлаш йоли билән қилсақ техиму пайдилиқ болмасмиди? Җамаәт алдида, аммивий түстә тәнқид қилинғанда, техиму җәһли қетип, тәтүрлики тутса, көзлигән нәтиҗини бәрмәй, тәтүр нәтиҗә бәрмәсму? Бу сәмимий пикир һәқиқәтәнму яхши көңүлдин ейтилған. Әмма мениң җавабим: мән тәнқид обектлириниң тәнқид арқилиқ өзгүрүдүғанлиқидин һеч үмид күтмәймән. Чүнки кәчмишимдә айрим мәслиһәт бәргән вә шундиму дүшмәнликкә учриған тәҗрибилирим болди. Биваситә өзигә дейиш, телипун билән дейиш, йеқинлири арқилиқ "салам" ейтиш шәкиллириниң көпини қилип бақтим, һелиму бәзилиригә қарита давам қиливатимән. Әмма шуниңға көзүм йәттики, бу адәмләрдики улуғлуқ тамаси, риякарлиқ, мәнмәнлик, бинормал шөһрәтпәрәстлик,... Уларниң тәнқидий пикир- мәслиһәтләргә қулақ селишиға йол қоймайду. Бундақ қаттиқ боюнлуқ адәмләрни тәнқидлирим билән ишлириға түзүтүш бериду, дегәндин тамамән үмүдүм үзүлгән. Шу сәвәптин, бу хаталар һәққидики тәнқидий мулаһизилиримни аммивийлаштуруш арқилиқ, кейинкиләргә савақ қилишни мәхсәт қилдим. Йәни кейинки ледир (булар униң һәққидә болмиғачқа терикип кәтмәй), "һә, бундақ қилиш хата болидикән, қаршилиққа учрайдикән,..." дәп диққәт қилидиған болурмикин, дегәнни үмид қиливатимән; башқа әпкар аммә үчүн сиясий һәққидики аддий сават болуп, бир аз мәсилә мулаһизә қилиш характери йетилдүрүшкә пайдиси болар дегәнниму үмид қилимән. Шуниң үчүн бу тәнқидләрни "қулиқиға пичирлаш" шәклидә демәйватимән. Тәнқид һәққидики тонуш мәслиси тоғрисда илгирики китабимдиму қисмән тохталған идим. Йәни, бир адәм өзи ағзида дәп йүргән (йүрикидиму барму۔йоқ, җәзм қилмақ тәс) сиясий ғайисигә пайдилиқ тәнқитни тәтүригә елип, техиму қашийип, дейилгәнниң тәтүрини қилса, бу адәм билән ашу дәп йүргән ғайисиниң мунасивитини немә дәп баһалисақ болар? Мениңчә әмди бу нуқтида чүшәнчә бериш йетәрлик болди. Йәнә бир мәсилиму бар. Мениң мулаһизилиримниң қобул қилиниши яки чүшүнүлүши мәсилиси. Бир мулаһизә мәңгү пут терәп туралайдиған һәқиқәт болушиму мүмкин, бир мәзгиллик болушиму мүмкин. Бу муәллипниң шу мәзгилдики чүшүнүшиниң мәһсули болуп, шу мәзгилдики мунасивәтлик амилларға бағлиқ: шу мәзгилдики кәйпият, сәвийә, еришилгән хам материял, һәтта хусусий майиллиқ,... Қатарлиқларниң муқәррәр тамғиси бесилған болуду. Шуңа униңға қарашта "мени (бизни) қоллапту" дәп хурсәнд болушму балилиқ болғандәк, "маңа (бизгә) қарши турупту", дәп чичаңшип кетишму охшашла балилиқ болуду. Бир мулаһизә (яки обзор)ни бир гүл десәк болуду: чаққақ һәриләр униңдин зәһәр йиғиду, һәсәл һәриси ширнә йиғиду; гоя уни су десәк, бир бағдики миң түрлүк мевә охшаш суни ичсиму, өзигә хас тәм билән мевә бериду. Йәни, қобул қилғучи униңдин қандақ пайдилиниду? Бу пайдиланғучиға бағлиқ иш. Бир адәмдә иҗадий калла болса, униңға көрситилгән рәң қапқара болған тәқдирдиму у аппақ рәңни көз алдиға кәлтүрәләйду. Иҗадий тәпәккүр униң әксини тәсәввур қилишқа имкан бериду . Нормалда савақ (дәрс) икки түрлүк болуду: иҗабий савақ, тоғридин-тоғра нәқ мәһсулат; сәлбий савақ, тәтүрисичә пайдилинидиған мәһсулат . Мулаһизә - обзорлар һәққидә шундақрақ чүшәнчидә болунса барлиқ хапилиқлар түгүгән болатти. Һәрким шуни билидуки, бир мевиниң шопуки болуду, уруқи болуду. Буларни илғиветип, андин униң йәйдиған йеридин пайдилинимиз. Буғдай терисақ, униңдин нәқ нан чиқмайду. Самини бар, чалири бар. Буларниң һәммисидин адалиғандин кейинму техи нәқләшмәйду, түгмәндә тартип әкәлсәк, йәнә тасқап бирмунчә кепикини чиқириветишкә тоғра келиду. Тәнқидий мақалилар, мулаһизиләр, китаплар һәққидиму әнә шундақрақ муамилидә болунса, һәммә хапилиқ түзәлгән болатти. Тәнқидкә биздәк бундақ тәтүр позитсийә тутидиған башқа хәлқләр наһайити аз. Һәммимиз пәқәтла махтилиш тамасида. Дуняға мәшһур кишиләр һәққидә, дөләт сораватқанлар һәққидә немә гәпләр болунмайду? Әгәр уларму мушундақ чичаңшип кетидиған болсиди, уларниң улуғлуқи түгигән болатти; бүйүк ишларни қилидиған нурғун вақтини зая қилған болатти. Қисқиси, шуниси реаллиқки, мән гоя кассандра ниң күнигә қалдим. Қандақтур бир аполлониң қарғиши түпәйли, сөзүм тоғра болсиму қобул қилинмайватиду. Әнә шу "аполло"ниң кимлики, мәсилиниң түгүни болса керәк! Алдинқи китапта хәлқимизниң истихбарат туйғусиға кичиккинә болсиму пайдиси болармикин дәп, издәнгәнлиримдин түгәлләнгән азрақ мәһсулатимни сунуп баққан идим, омумән яхши инкаслар болди. Шуниң илһами билән бу китапта техиму кәңрақ издинип, бу нуқтида бир башланғуч сават болсун дәп ойлудум. Шунисиму барки, буниңғиму "өзи җасус болуп бақмиған болса, җасуслуқ һәққидики бу мәлуматларни нәдин биләтти?... " типидики худди "һөл тамға ешәк тәпкәндәк" "инкас"ларму болудуғанлиқини билип турсамму, йәнила зор көпчүлүкни нәзәрдә тутқанда йәнила бу темини моһим дәп қаридим. Йәнә бир мәсилә, язмилиримда әмәл қиливатқан имла мәсилиси болуп, бу йәрдә шуни очуқ дәп қоюш зөрүрийити туғулуватиду. Мән мәмликәттә елан қилинған ахирқи имла қаидисигә пикрим болғачқа техичә талаш- тартиш қилип туруватимән. Шуңа тилшунаслиқниң омумий қаидисигә хилап келидиған йәрлиригә, мениң узун йиллиқ йезиқчилиқ әмәлийитимдә хата икәнликини җәзм қилған бәзи нуқтиларда, омумий түрк тиллири аилисидики тилларға ортақ болған, әмма немишкидур кейинки чағларда биз чәтнәп кетиватқан бәзи нуқтиларда у имлаға әмәл қилмаймән. Бу темида айрим бир мақалидә тохталдим вә торда елан қилдим, шуңа бу китапниң мәзмуниға җиддий алақиси болмиған бу тема һәққидә тохталмаймән . ӨЗИМИЗНИ ӨЗГӘРТӘЙЛИ ! Инсан өз- өзини яки башқа инсанларни өзгәртәләмду? Буниңға бир еғиз сөз билән әлвәттә! Дәп җавап берилиду. Әмма, қандақ? Гәп мана шу йәрдә. Һөкүмни кәсмәкқу асан, әмма униң қандақ әмәлгә ашурулудуғанлиқи мәсилиси, җиддий тәрәп. Инсанларни мәхсәткә уйғун шәкилдә өзгәрткили болудуғанлиқи һәққидә башқа мақалилиримда мисаллар берип тохталғанлиқим үчүн, бу йәрдә йәнә уни дәлилләшкә урунмисамму, бу мәсилә һәл дейишкә болуду. Өзгәртишкә болудуғанлиқи — өзгәртилгәнликимиз әқилләрдин өтсила буниңдин немә қилишимизниңму упуқи көрүнүду. Йәни, дүшмән өз ғайисигә уйғун шәкилгә кәлтүргән икән, униң әксини немишкә қилғили болмисун!? Йәнә бир тәрәпму бар: қайси тәрәплиримизни өзгәртиш мәслиси. Тәбиийки, нөвәттә сиясий ғайимизгә йетиш йолида әң чоң тосалғу ролини ойнаватқан аҗиз тәрәплиримизни өзгәртишимиз керәк. Бундақ бир абистракит җавапму йәнә анчә күч кәтмәйдиған асан нәрсә. Гәп буниң конкрет җаваплири: әң әҗәллик аҗиз һалқилиримиз қайсилар, әң әвәл түзитишкә тегишлики қайсилар,... Буларға җавап бериш бир адәмниң қолидин келидиған иш әмәс; һеч болмиғандиму, бир мақалида пүткүзгили болудуған аддий әмәс. Буларға күчүмниң йетишичә,