ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издиниш шәрқий түркистан һөррийәт нәшрияти 2006 -йили табғач(хитай)ниң сөзи татлиқ, йипәк рәхтлири юмшақ икән, татлиқ сөз вә юмшақ йипәклири билән алдап, йирақ болған милләтләрни өзигә йеқинлаштуридикән. йеқинлишип орунлашқандин кейин, яман чүшәнчиләрни тарқатқили башлайдикән. яхши, алим кишиләрни вә яхши, батур кишиләрни алға бастурмайдикән. бир киши өзгириш қилса униң хәлқигә, һәтта бөшүктики уруқ ـــــәвладиғичә рәһим қилмайдикән. татлиқ сөзигә, юмшақ йипәклиригә алдинип көплигән түрк хәлқи өлдуқ. —миــــлади 732- йиـــлـــــи (түрк шаһзадиси колтегинниң қәврә тешиға орхун йезиқи биـــлـــән оюлған) "кـــолтегин мәңгү теши"дин. мундәриҗә кириш сөз орнида 7 китап оқумайдиған уйғурлар 17 биз дәва қилишни биләмдуқ ـйоқ? 29 пиланни бәк балдурға түзивәтмәйли 64 ”балиларчә аддий ойлаш кесили“ 72 уйғурларниң тәшкилатлиниш формиси 92 ”писхика җәһәттә хам“лиқимиз тоғрисида 102 орта асия уйғурлириниң миллий сапаси 170 орта асия уйғурлирида ”мәшһур шәхсләр“ 192 чәтәлдики уйғурларға мәслиһәт 205 хитайларниң һөкүмранлиқ усули 223 даһиларға мәслиһәт 253 даһиларниң әқәллий шәртлири 287 ”әқиллиқ“ уйғурларға 293 мунапиқларни қандақ тонуш керәк? 306 вәтән ичидики қериндашларға хитап 322 азадлиқ йолидики дәсләпки аяқ излири 340 пайдиланған китаплар 348 кириш сөз орнида китабимни ”даһи“лар үчүн, ”билимдан“лар үчүн, ”йол башчи“, ”әмир“, ”ледир“ яки ”вәли“лар үчүн пайдилиниш матирияли, һеч болмиса савақ китаби болуп қалар дейишкә җүрәт қилалмаймән. чүнки һис қилдимки, бизниң ”даһи“лиримиз бәкрәк ”улуғ“ болғачмикин башқиларниң даһилиридәк хәқ язған китапларни оқуп йүридиған ”зиди пәст“ләрдин әмәскән. шуңа улар өзи һәпиләшмәкчи боливатқан дүшмәнни, өзи азад қилмақчи боливатқан милләтни чүшиниш үчүн, өткәнләрниң савақлирини нәзиридин өткүзүш, тәтқиқатчиларниң издиниш мевилирини көрүп, сиясионларниң һаяти, тарихтики зор сиясий вақәләрниң мунасивәтлик мәзмунлирини үгинип есигә селивелиш, мәғлуп болғанларниң, ғалипларниң һаят паалийәтлирини тәтқиқ қилиш вә үгиниш қатарлиқ ишлар билән ”улуғвар образ“ини төвәнләтмәйдикән. уларниң ишму - хияли йәнә бир ”риқабәтчи даһи“ниң немә ойлап, немә қиливатқанлиқини, аилиси, шәхсий турмуши, (қатарлиқ ”йип базиридики улуғ аял“лардәк ”чоң ишлар“( билән бәнд болғачқа, китап көримән, азадлиқ йолида издинимән, чоңқур чөкимән, дәп, күндилик коча париңи вә ”диққәт қилишқа тегишлик моһим нуқтилар“ни нәзәрдин сақит қилип, рәисҗумһурлуқни қолдин берип қоюштәк хаталиқни садир қилмаслиққила диққәт қилидикән. демисиму улар ”риқабәтчи даһи“ларниң һәркитигә диққәт қилип турмиса, әгәр у үнүмлүк иш қип кетип, даһилиқ орнини муқимливалса болмайду ـдә! шуңа диққәттә туруп, вақти ـвақтида бузуп туруш керәк ـтә! мән бу китапни кимләрниң оқуп, кимләрниң оқумайдиғанлиқини ениқ билсәмму, йәнила нәширгә тәйярлидим. демәкчи болғиним: китабимни мән билгәнни билидиған, бәлки мәндин көп билидиған, чоңқур ойлайдиған, терән пикир қилидиған адәмләр ”вәтән һәққидә бир қәтрә пайдилиқ бир немә чиқип қаламдикин“ дегән үмид вә издиниш роһи билән оқуйду. улар билидиған ишларни мениң қайта уқтурушумниң уларға анчә мәнпәәти болмайду. әксичә, мән оқуп, билип қелишини үмид қилидиған вә китабим арқилиқ мәлум чүшәнчиләргә игә болуп қелишини, әқәллий саватқа болсиму еришишини истигән кәң авам ― уйғурларниң асасий аһалиси оқумайду. китап оқумайдиған, гезит оқумайдиған, пәқәт ”йип базири“ дики хотунлардәк коча параңлиридинла ”хәвәр“ уқуп, коча параңлиридинла ”билим“ алидиған бундақ аңсиз хәлқни мәнивий җәһәттин йетәкләш, тәрбийиләш, йетилдүрүшниң имкансизлиқини билип турсамму, мөминлик қәрзим, уйғурлуқ бурчум, шәрқий түркистанлиқ болғанлиқ мәҗбурийитим түпәйлидин, бу роһни ғаҗилайдиған, тәнни аҗизлаштуридиған тәпәккүр әмгигини қилмай туралмидим . бизниң бу ”билимдан“ хәлқимиз туймастин хәндан уруп һаңвақтиларчә яшаватқини билән, бизгә йүзләнгән қисмәтниң хәтиридин теним шүркиниду. лекин, биғәм милләт бу хәтәрни һәқиқий һис қилалмайватиду. бәзилиримиз ”партийәниң парлақ миллий сиясити“дин үмидвар, сараңларчә яшаватқан болсақ, бәзи ”вәли“ләр техиму бимәнә усулда әмәлийәттин чәтнигән, балиларни ахмақ қилғандәк интайин аддий, тейиз, хунүк пикирләр билән хәлқни үстиләп колдурлитип җан бақмақта. хәлқниң зиядә наданлиқи уларниң ”тиҗарити“гә хоп чүшкән болса, һәқ вә пайда ـзиянни уқтуруп қояй дегүчиләрни би риҗәлики билән зәрдигөш қилмақта. ядимға ихтиярсиз һалда чехов ниң ”һәсрәт“ дегән һекайиси кечиду: һекайида дәртмән киракәш бовай кимла учриса өз һалини төкүшкә башлайду. һәрким өз ғеми, өз һали билән болғачқа, униң зариға һечким қулақ салмайду,ахири бичарә бовай еғилда етини силап туруп дәрдини етиға сөзләп бериду. бүгүнки күндә китапхани болмиған бу китап, таңла әтә, уйғур тили йоқалған, уйғурлар сиңишип түгигән заманда музейларда сақлинип қалса, шу заманда ”муда“ болған ”нәсли қуруп кәткән милләтләрни тәтқиқ қилиш җәмийити“ дегәндәк органларниң пайдилиниш матирияли болуп қелишини тәсәввур қилғинимда көзүмгә яш тиқилиду. ) бәлки ”билимдан“ кишилиримиз ”милләт йоқалмайду! шум гәп қилма!“ дәп рәддийә берәр, әмма мәсилә әйни шу дәриҗидә җиддийдур. чүнки биз мәвҗутлиқимизни сақлашниң әқиллий шәртлиридин мәһруммиз. дөләттин ибарәт бу милләтниң қорума теми ― мудапиә һалқиси биздә болмиған икән, йоқулушни тән елиштин башқа йол йоқтур .( илгири ички зиддийәтләргә зеһин вә вақт зая қилғинимға өкүнүп қалдим. биринчидин, ”ғәйвәт сорунлиридики җөйлүш“ләргә китап арқилиқ рәддийә бериш худди чивинни қилич билән қоғлиғандәк артуқчә һәм биһудә иш болуш билән биргә, әмәлийәттә уларни ”инавәтлик“ қилип қойидикән (чүнки, ундақ ғәйвәтләрниң һечқандақ һаятий күчи болмайду, қисқа муддәттә унтулиду вә һечким: ”тарихта палан ـ палан дегән мәшһур питнихорлиримиз өткәникән “ дәп әсләп олтурмайду, китап болса миңларчә йил яшап қалиду); иккинчидин, уларға бәрибир гәп тәсир қилмайдикән, зеһин исрапчилиқи болидикән; үчинчидин, уларға қаритилған аччиқ гәпләрни дүшмәнләр ”шәрһийләп“ яхши адәмләргә қаритилған қилип көрситип, уқушмаслиқ пәйда қилидикән. шуңлашқа асасий зеһнимизни азадлиқ йолида издинишкә қаратсақ техиму тоғра болидикән. гәрчә парчә ـпурат мақалилиримниң топлими болған бу китабимни "азадлиқ йолида издиниш" дәп атиған болсамму, буниңда йәнә башқа мәзмунларму бардәк қилиду. мениңчә, булар тәҗрибә ـсавақлар, идийивий тосалғулар, писхик тосалғулар һәққидики мулаһизә вә баянлар болуп, теги ـтәктидин алғанда йәнила азадлиққа мунасивити бар дәп ойлиғанлиқимдин у хилдики мақалилиримниму бу китапқа киргүздүм. бәзи сәмимий кишиләр илгирики китабимни "милләтни кесәл чирмап кәтти, қутқузушқа амал йоқ, дегән үмидсизликкә елип баридикән" дәп тәнқид қилғаниди. бу мәлум мәнидин ейтқанда тоғра, әмма үмидсизликни тәрғип қилиш чүшәнчисидә болуш адиллиқ әмәс, чүнки биримиз кесәлни көрсәтсәк, йәнә биримиз дорисини тапармизмикин дәп ойлиғанидим. бәлки техи шуниси барки, дорисини тепишму, кесәлни үзүл ـкесил тепип чиқишму бир я бирнәччә адәмниң қолидин кәлмәйду. йүзләп, миңлап адәм бу һәқтә баш қатурушлири, ”дора“ тәклип қилишлири керәк. бир кесәлни сақайтмақ үчүн, бармиған дохтур, тивип, һәтта дахан, бахшиларму қалмиғандәк бизму техи ни койларда палақлаймиз! ” қутулуш йоли көрситилмигән“ дегән әйпни йүкләш асан болғини билән, йолни көрситиш у қәдәр асан әмәс. раст, китабимда тоғридин ـтоғра бундақ бир йол көрситилмигән иди, һәм бундақ бир йолниң болишиму һазирчә анчә әқилғә сиғмайду. әмма, йол пәқәтла йоқму әмәс. униң дөвә ـдөвә чатқаллардәк сөз җаңгаллирида бәзи ”чиғир йоллар“ көринипму қалиду. кесәлниң көрситилиши ”пәрһиз“ тутулса яхшилиништинму далаләт берәтти, әмма бу тәрипи яхши аңлишилмиған. шуңа мәзкүр китабимда ― гәрчә бәк чоң гәп болсиму ― ениқрақ йол көрситиш урунушлиридиму болмақчимән. илгири биз барлиқ тенчлиқ усуллири, аталмиш сиясий йол, салаһийитимиз һазирланмиған һалда чүшәкәватқан ”сөһбәт“ йоллири ― омумән җасарәтсизликни чирайлиқ ниқаплайдиған барлиқ хотунларчә усулларни инкар қилип, қан төкмигичә, җандин кәчмигичә вәтән болмайдиғанлиқини оттуриға қойғанидуқ. бәзи қизғин кишиләр бу қан төкүшниң конкрет усуллири һәққидә язди. буниңға қошулуш билән биргә, бу тәшәббусқа қарши кәлмәйдиған яки путлашмайдиған, өлүмгә җүрити болмиғанларға мувапиқ ушшақ әмәлий һәркәтләр ― көрәш йоллири, миллий барлиқимизни сақлашниң әқәллий йоллири, ”ушшақ“ болсиму, ”әмәлий“лики җәһәттин һәр һалда қуруқ йиғинлардин яхширақ болған йолларни көрситишкә тириштуқ. омумән, һөррийәт арзусида болған хәлқ қандақ роһий һаләттә болиши керәк? қандақ һиссиятта болиши керәк? қандақ идийивий тәйярлиқта болиши керәк? дегәндәк мәзмунлар үстидә билгинимни оттуриға қойдум. бир адәмдә дүшмәнгә қарши кин ـнәпрәт туйғусила болидикән көрәш имканлири тепилмай қалмайду . худди шундақ, көрситишкә урунмиш болған бу ”йоллар“ му һәркимниң қоллунуш имканлириға көрә һәр түрлүктур. қалди гәп бизниң қоллунушимизға бағлиқтур. қолиңиздин қайси кәлсә шуни синап көрсиңиз болиду. бәк болмиғанда дилиңизниң чоңқур йеридә хитайни өч көрүш туйғуси болсиму биргә һесап. шундақ болсила бу туйғу сизниң әң назук сөз ـ һәркәтлириңиздә ипадилинип, әвладлириңизда иҗабий тәсир пәйда қилиши, сиз худди писхика җәһәттин пишқан милләтләр мустәмликичиләргә тутидиған тәбиий яқтурмаслиқ позитсийисини болсиму аңсиз һалда ипадиләп қелишиңиз мүмкин. әгәр дилиңиздиму бундақ өчмәнлик туйғусиниң орун елишидин, өз балилириңизғиму бундақ бир удумни мирас қалдуруштин қорқсиңиз мунапиқниң нәқ өзи боптимән дәвериң! китаплиримда миллитимизниң әҗәллик аҗизлиқлирини қезишим, бәзиләр дегәндәк ”үмидсизлик тәрғибати“ әмәс, көздә тутқунум миллий хаслиқимизға ― риял әмәлийитимизгә мас кәлмәйдиған йолларда қаймуқмаслиқ, чоң гәпләр билән өз ـөзини голлимаслиқ, бәлки өзимизниң әмәлий әһвалиға яриша көрәш йолини тәтқиқ қилип тепиш үчүндур. китапта йәнә бәзи аччиқ қурларму учрайду. лекин чүшәнгән оқурмән үчүн булар бизниң қисмитимиздинму аччиқ әмәс. бирси мениң тамака чекишимни шундақ аччиқ сөзләр билән тилға алған идики, аһанәт чәккинимдин, иккинчиләп тамака чәккән һалда бу бурадәргә мулақат болуштин уюлуп ташливәткәнидим. мана әмди өзүмгиму, җәмийәткиму пайдилиқ болди. аччиқ гәпләрниң татлиқ нәтиҗиси бу. худди шуниңдәк, тәнқидий ибарилиримниң аччиқи бирәр тәбиити бар, иза тартишни билидиған вәтәндишимизға тәсир қилип, мениң тамака ташлиғинимдәк нәтиҗә рой бәрсә әҗәп әмәс, дәп ойлидим. аччиқ қурлиримни бәзиләр шәхскә қилинған һуҗум дәп қариши мүмкин. бизниң шуғуллиниватқинимиз инқилап! инқилап болған икән у кишиләр хиял қилғандәк һечкимгә тегип кәтмәйдиған, һечкимни рәнҗитмәйдиған, силиқ сипайә нәрсә әмәс. бу һәқтә "үзүндә" ядлайдиған йиллардин хатирәмдә қалған мавзедоңниң инқилап һәққидики бир тәбирини нәқил қилип қояй: "инқилап қилиш миһман чақириш, зияпәт бериш әмәс, рәсим сизиш, кәштә тикишму әмәс, у ундақ мулайим, ундақ назакәтлик әмәс; инқилап бир синип йәнә бир синипни ағдуруп ташлайдиған зораванлиқ һәркәт". мениңчә бу тәрип тоғра. шундақ икән, униң кимләрниңдур назук җайлирини ечиштуриветиши тәбиий вә күтүлгән нәтиҗидур. аччиқ дора һаман яра бар җайни ечиштуриду! йәнә бир иһтималлиқниму һесапқа елип, бу йәрдә азрақ алдин җавап беришни лайиқ таптим. мәмликәттә бирәр яхши китап йезилса кәсптә йүксиләлмигән бирнәччә қитиғур қәләмкәштин башқа һәммә адәм махтайти. әмма чәтәлдә ундақ әмәскән: чапанчи содигәрдин тартип дәллалларғичә; теричиләрдин тартип амити кәлмигән моллиларғичә, һәммиси ”баһалиғили“, қусур тепип ”мениңчә“ дегили туридикән. китаплар һәққидә мулаһизә, муназирә қанат яйдуруш, обзор елан қилиш әлвәттә яхши иш, илмий иш, шундақла оқурмәнләрни китапни техиму яхши чүшинишкә йетәкләйдиған пайдилиқ васитәдур. әмма бу илим мәсилиси болуш сүпити билән илмий саһәниң, илим адәмлириниң ишидур. чәтәлдә болғининиң өзинила һәр ишқа пикир қатнаштуруш, һәммә шәйи һәққидә көз қараш елан қилишниң шаһадәтнамиси һесапливалған бу адәмләр өзини чағлимай гәп йорғилитип, бәзи питниләргә йол ечип беридикән. биз бу йәрдә бу җанапларға қисқичила: ”өзәңни билип, һәмилиңни қил“ дәпла қойимиз, халас! һәқичан нурғун китапларни оқуп, издинип, керәклик ”әқил“ топлашқа урунидиған уйғур тайинлиқ дәп ойлап, болупму ”даһилар“ ичидә бундақ издиниш роһиға игилириниң тайини йоқлиқини нәзәрдә тутуп, билишкә тегишлик ишларни тарихқа аит китаплардин нәқил елип сәһпә ـсәһпә көчүрүшкә мәҗбур болдум. әгәр биз көп китап оқуйдиған хәлқ болғинимизда иди, техиму көп мәнпәәт алған болаттуқ. мисали, мевини бағда йегән қандақ, тәхсигә елип келингәнни йегән қандақ? бири сани чәклик, түри аз; биридә таллаш имканлири кәң болғандәк бир иштур. әмәлийитимиздә йүзләрчә китаплар ичидин ”ширнә“ йиғиштин еринмәйдиғанларниң бәк азлиқини көрүп туруптимиз. тәйяр болса ”һәзим“ қилиш асанрақ болар дәп, ”саман“дин айрилған ”чәш“ни сунушқа, буниң билән һеч болмиса бирлириниң тәпәккүригә илһам бериш, әсли әқиллиқ болсиму ”үчәк“ һалитидә турғанларни ғидиқлаш роли ойнап қалар дегәнни нәзәрдә туттум. бу гәпләрни бу йәрдә әскәртишимдики йәнә бир сәвәп шуки, биләрмәнлиримизниң көпликидин тарихи китаплардин узун ـузун нәқил елишимни бирхил көчүрмикәшликмикин, өзиниң кәшпияти қиливалдимикин, дәп әнсирәшләрниң алдини елиш үчүндур. билиш керәкки, тарих болуп пүткән һаят картинисидур, уни бир шәхс кәшп қилған әмәс. -1998йили, дикабир, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул. китап оқумайдиған уйғурлар аңлашларға көрә бири мәсуд сәбиридин һәсрәтлинип туруп шундақ сориған икән : ―я аллаһ! мушу милләтму азад боларму? әпәндим, ейтип беқиңа, сизниңчә қачан, қандақ бир әһвалда азад болар? ―азад болиду, ‐ дәпту, мәсуд әпәнди, ― бу милләтниң диһқиниму етизиға су башлап қоюп, янчуқидин шу күнлүк гезитни елипла оқуйдиған болғанда азад болиду. бу сөзниң нәқәдәр тоғра, нәқәдәр дәл җайида ейтилғанлиқини аччиқ әмәлийәтләр һис қилдурмақта! әгәр бир милләт азадлиққа интилидикән, у һалда бир мәпкүрә, бир хил сиясий ғайә астида бир байрақ әтрапиға уюшмиқи керәк. лекин бу уюшуш өз ـөзидин вуҗудқа чиқмайду. бундақ идийивий бирлик дуняниң нәридә, қайси ирқ, қайси милләттә болишидин қәтийнәзәр бирла хил усулда ишқа ашиду. у болсиму ـ тәшвиқаттур! тәшвиқат болса китап, гезит ـжурнал, тәшвиқат варақлири, нутуқ, чақирқлар арқилиқ елип берилиду. нутуқ гәрчә уқушлуқ, җанлиқ, тәсирлик болсиму интайин зор чәклимиликкә игә. йәни нутуқни шу мәйданда болғанлар, натиқниң авази йәткән даиридики адәмләрла аңлиялайду. чәклимигә әң аз учрайдиған, йирақ ـйирақларға кетәләйдиғини болса язма тәшвиқаттур . әмди хуласә қиــــлиــــш тәс әмәсــــــки, уйғурларниң азадлــــــــــــиқ мәсилисидики наһайити чоң ички тосалғуниң бири, бәлки әң моһими оқуш билән келишәлмәйдиған ғәлитә миҗәзидур. бундақ бир хәлқни тоғра мәпкүрә асасида йетәкләш, мәлум идиални сиңдүрүш мүмкинму? иттипақсизлиқни түгитиш, зиддийәтләрни һәл қилиш, тоғра ـхатани пәрқ етиш, хаталиқларни тәнқид қилиш,... омумән инқилап үчүн зөрүр болған барчә идийивий тәйярлиқ оқуш арқилиқ әмәлгә ашиду. униңсиз худди һазирқи бизниң әһвалимизға охшаш әһвал ‐ һәрким өзи туриватқан тар бир даирини дуня мушу дәп тонуп қелиш, ”һәрким өзи билгәнчә чиллаш“ әһвали келип чиқиду. мән ахирқи күнләрдә көпүккә айлиниватқан тиришـــчанлиқлиримизға ечиниш һисси ичидә қарап олтуруп бу хил оқуштин бизарлиқ писхикисини қайта ـ қайта тәһлил қилип төвәндики хуласигә кәлдим. уйғурлар асасән үч сәвәптин китап оқумайдикән: ”.1улуғ“лиқи сәвәплик оқумайдикән. 1) өзи бәк ”улуғ“ болғачқа өзи яратмайдиған ”төвән“ адәмләрниң язған бир немисини оқуп йүрүшни ”улуғлуқ“иға мунасип кәлмәйдиған, ашу ”төвән“ муәллипни етирап қилғандәк боп қалидиған иш һесаплап оқумайдикән. 2) улар ”улуғ“ болғанлиқтин, өзини һәр җәһәттә билимгә тошқан дәп ойлайдиған болғачқа, йәнә билим қобул қилғудәк ”бош йәр“ йоқлиқидин, шундақла өзиниң билим алидиған ”талип“ болуп қелиши салаһийитини төвәнлитиветидиған иш болғанлиқтин, билим бәргүчи ”устаз“ һесаплап һечнәрсә оқумайдикән. буни бир ”улуғ“имизниң әмәлий позитсийисидин билдуқ. бу ”даһи“ (”аллаһ бизниң дуасимизни иҗабәт қилип муйәссәр қилип бәргән вәли :(“ " ــــҗәннәтниң ачқучи" дегән китапни оқуп бақлиму тәқср? ― дегән соалға (даһиянә қияпәт, улуғвар түс билән) шундақ җавап бәргән: ... ―әнди,... ишқилип, өзиниң әһвалиға яриша язған ـдә,... әпләп ـсәпләп,... болиду, дейишкә болиду... униң ”кәң қосақлиқ“´билән бәргән ”илтипатлиқ“ баһасиға рәһмәт (нийитигә яриша аллаһ мукапатини бәрсун). бу тил чайнашлардин шуни қияс қилиш тәс әмәски, ”вәли“ бу китапни оқумиған. әмма китап оқумайдиған қандақ ”алим“ бу? дегән соал туғулуп қалмаслиқ үчүн, оқуған қияпәттә баһа беришкә тоғра кәлгән. шуниң билән авари мухлислириниң ағзаки ейтип бәргән баһалириға асасән, әнә шундақ ”улуғлуқ“, ”кәң қорсақлиқ“ билән ”муәййәнләштүргән“. рәсмий махтай десә, өзиниң улуғлиқини чүшүрүп, башқиларни көтүрүп қалмай, дәп әнсиригән болса, инкар қилай десә, қитиғурлиқи билинип қелип, ”кәң қорсақ даһи“лиқ образини бузивелишидин әнсирәп, икки ”ташниң арисида“ тазиму қийналған! ” вәли“лардинғу ағринишқа ”һәққимиз йоқ“, чүнки улар ”алаһидә матириялдин ясалған“ болғачқа, уларниң кибри буниңға йолму қоймайду. әмма башқа уқумушлуқлар, ”даһи“лар, йолбашчи, ”ледир“ларму охшашла китап оқушқа ”қейиқ“ икәнликини һис қилиш тәс әмәс. шәрқий түркистанниң азадлиқи һәққидә йезилған нәрсиләрниң азлиқидин тилға алғучиликиму йоқ. шундақ болишиға қаримай, ”шәрқий түркистан азадлиқи үчүн көрәш қиливатқан“ даһиларниң һәммиси дегүдәк ”чолиси тәгмәй“ бундақ китапларни оқуялмиған(һәқиқәтәнму қалтис алдираш адәмләр ـдә!)! издинип, издәткүзүп, таптуруп әкәлдүрүп оқуш әмәс, бурниниң түвидә турған болсиму! бу я кибирдин, я уларниң вәтән үчүн көрәш қиливатқини, баш қатуриватқини ялған болғини үчүндур! .2пуллуқ болғанлиқи үчүн оқумайду. 1) пул тапқан уйғурлар өзлирини әрзийдиған ишлар билән бәнд, алдираш, ”чоң адәм“ һесаплайду. китап оқуп йүрүш уларниң нәзиридә мәктәп балилириниң, қолидин иш кәлмәйдиған авариларниң иши, бикарчиларниң ич пушқи үчүн қарт ойниғини, белярд ойниғини билән бир қатардики иш, халас! 2) пуллуқ болғинини бир хил улуғлуқниң ипадиси билгәчкә, ”чакина адәмләрниң қилиқи“ни қилип китап оқуп йүргүси кәлмәйду. ”төгиниң мазар билән иши йоқ“ дегәндәк, уларда аҗайип бир хил көрәңлик барки, һәрқандақ бир уқумушлуқ алдидиму һеч қорунмастин гәп йорғулутудиған, һечкимни көзгә илмәйдиған ”хоҗайинлиқ роһ“қа игә! .3саватсизлиқи түпәйли оқумайду. әң көп санлиқни тәшкил қилидиғини мушу тәбиқә. ”китап оқуш“ (яки мәктәптә оқуш) десә, кадирлиқниң тәйярлиқи, дәп чүшиниду. әгәр кадир болмайдиған иш болса ”оқуғанниң пайдиси немә“ дәп қарайду. улар наданлиқи түпәйли оқушниң әһмийитини әң тар чүшәнгән яки задила чүшәнмигән адәмләрдур. шундақ болишиға қаримай, улардин ағринишқа задила һәққимиз йоқ. чүнки улар надан һәм саватсиз. ағринишқа һәққимиз йоқлиқини савади бар туруп, һәтта өзи ”уқумушлуқ“ маркисида болуп туруқлуқ оқумайдиғанларни билгәнсери техиму тонуп йетимиз. бәлким бизниң китап оқушқа хирлиқимиз өтмүштики билгинләрниң диний китапларни тәрҗимә қилишқа өлгидәк қарши туруп, хәлқни надан қалдурушта хизмәт көрсәткәнликидин күчәйгән болса керәк . у билимданлар китаплар тәрҗимә қилинип кәтсә, һәммә адәм өзи оқувалса, биздин ким мәсилә сорайду, ким бизни миһманға чақирип зәллә қолтуқлитиду, дәп қорқидикәнмиш. шуниң билән хәлқ пәқәт сөзлигәнни аңлап қоюшқила адәтләнгән. аңлиған нәрсә толуқ әстә қалмайдиған болғачқа қайта көрүш, башқилири билән селиштуруш, тәтқиқ қилиш, мулаһизә қилиш, өз әмәлийитигә тәдбиқ қилиш мүмкин болмай, һаман ”ағзини камардәк ечип“ олтуриверидиған адәт шәкилләнгән. улар үчүн ”китап дегән йерим өмри оқуш билән өткән адәмләр чүшәнмисә башқилар чүшәнмәйдиған“ сирлиқ нәрсигә айлинип кәткән болуп, уларда билип беқиш, чүшинишкә һәркәт қилип беқиш җүритини қуритивәткән. техиму сәт болғини билгин аталғанларниң хели көп қисмиму пәқәт әрәпчә хәт оқуялайдиған, әмма өзиму һечнемә чүшәнмәйдиған бичарилар болуп, уларму билип ـ билмәй бир немиләрни сөзләп, өзидин сәл ”игиз“ рақлардин аңливалғанлирини каллипай қилип, башқа бир гәпләр, башқа мәзмунлар билән алмаштуривелип сөзләп җенини беқип кәлгәнлики, кишиләрдә: ” паланчи қарим мунчә йил оқупму түзүк билмәйватса...“ дегәндәк җүрәтсизликни күчәйткән. йеңи заман яшлириниң ичидики бир қисим моллилар һәқиқәтни әлгә йәткүзүштә аллаһниң дегинидәк” һәқни йәткүзгини үчүн һәқ алмайдиған“ болғачқа конилириниң ― җиңмома йигәнләрниң җәһлини қатурған. бирақ, һелиму чәтәлгә чиқивалған бир қисим җанбақарлар һәқни йошуруп, әлни алдап, ”һәммә иш тәқ, пәқәт пулла болса вәтәнни азад қилидиған ишни тәйярла қилип қойғантуқ“ дейишмәктә! уларниң вәтән демәйдиғанлиқи, алди билән пәләстинни азад қилидиғанлиқи, америкиға байрақ қадайдиғанлиқини хәлқ унтуп қалмиған болса, бу кейинки гәпкә рәп йимәйватқанлиқини һис қилар, әлвәттә(гәп униңдиму әмәс), буниму демәй турайли, ”бу иш сән қоңалтақларниң дәп йүргинидәк аддийму?“ дегән соални сорисила уларниң мези чувулиду! улар қачанғичә бир қорсиқи үчүн хәлқни алдаркин?! қуран, һәдисләрдин бир қатар оқуветип, арқидин ялғанлар етилса раст дәп алдинип пул беридиғанлар, һеч болмиса көтигә тепип һәйдивәтмәй һиссидашлиқ қилидиғанларниң мәвҗутлиқи дәл хәлқимизниң наданлиқи, савади болсиму китап оқуш билән хошиниң йоқлиқиниң ақивитидур. болмиса бу ялғанлар шунчә аддий, балиларчә, сараңларчә көти ечилип туридуки, бундақ гәпләргә пәқәт бизниңкидәк хәлқла ишиниду. хәлқимиздики бу хил аҗизлиқни илгири задила тәсәввур қилмиған яки бу дәриҗидә еғир дәп ойлимиған икәнмән. нөвәттә бу хәлққә рәҗ уқтуруш иһтияҗи җиддий һалда алдимизға қоюлиши мунасивити билән бу нуқтини тонуп йәткинимдә, мәмликәттики язғучиларниң балиларчә саддилиқ билән хош болуп кетидиған бир иши ядимға йетип, уларға ич ағритиштин ихтиярсиз көзүмгә яш кәлди . вәтәндә дәһшәтлик қизил терорлуқ һөкүм сүргәчкә чиңрақ нәпәсму алғили болмайду, язғучилар өзлириниң миллий вә сиясий туйғулирини йошурушқа мәҗбур. һечнәрсә демәслик, йәни, хәлқни тәрбийиләштин ибарәт бурчини ада қилмаслиққа виҗдани йол қоймайду. шуңлашқа әсәрлиридә символлуқ йоллар билән әнә шу хаһишлирини ипадиләшкә мәҗбур болиду. әгәр мәлум қаршилиқ роһини ипадиләйдиған җүмлини қатму ـқат ”пайтимилар“ға орап , япта гәпләр, әгитмә усуллар билән әсиригә қистуривалған болса, бу қилиқидин хурсән болуп, гоя бу милләтниң әң моһим бир ишини һәл қиливәткәндәк, достлириға: ”... мундақ, мундақ дәвалдим дегинә, раса кәлтүрдүм, һардуқум чиқти...“ дейишип кетиду. ваһаләнки, бу ”дәвалған“ гәп наһайити йошурун даритмилаш болғачқа уни пәқәт шу идийини һазирлиған, өзиму шунчилик сәвийигә игә кишиләр чүшиниду. муәллип тәрбийилимәкчи болған кишиләр болса һәм оқумайду, һәм уқмайду. шуниң билән бундақ хуласә келип чиқиду: чүшинидиғанлар бәрибир билиду, уларға дәп беришниң һаҗити йоқ; чүшинип қелиши үмид қилинғанлар ― тәрбийә обиктлири ― бәрибир чүшәнмәйду. һәммидин ечинишлиқи ― оқупму бақмайду! бу бичариликимизни тәҗрибидин өткүзүп, испат қилип бәргини кейинки күнләрдә чәтәлләрдә нәшир қилип тарқитилған бәзи китаплар болди. мәсилән: "җәннәтниң ачқучи" диний вә сиясий китап болиши билән һечқандақ символлуқ васитә, әгитмә усуллар ишлитилмәстин тоғридин ـтоғра йезилған. шундақ болишиға қаримай хәлқниң ичидики тарқилиш әһвали кишини үмидсизләндүриду. гәрчә мәмликәт ичидиму қайта бесилған болсиму, бизниң мушу дәврдики сиясий иһтияҗимизға селиштурғанда йәнила йетәрлик әмәс! бу әһвал һеч болмиғандиму азадлиққа тәшна бир милләтниң позитсийисигә охшимайду. пухралиримизниң әһвалиғу көңлимизгә аян, ечинишлиқи, ”мөминлик“, ”вәтәнпәрвәрлик“тин гәп сетип йүридиған нурғун кишиләрму ”қиммәтлик вақтлири“ни чиқиралмиған! һәтта ”азадлиқ йолида издиниватқан“, ”көрәш қиливатқан“ларниң бирмунчисиму ”улуғ“лиқи сәвәплик ”өзини чүшүрүп“йүрмигәнлики мәлум! бу ағринишниң сәвәби шуки, вәтәнпәрвәр, әмма ”төвән дәриҗилик пухра“, хусусән өзәмниң позитсийисидин ейтқанда, омумән шәрқий түркистан һәққидә, хитайларниң зулми, сиясий оюнлири һәққидә, хитайларни әйпләйдиған мәзмунларда, хитайларға апәт кәлгәнлики һәққидә, уйғурлар һәққидә мәйли яхши, мәйли яман немәрсики болса қизиқиш нормал әһвал һесаплиниду. һәрқандақ бир китапни, һәтта яман китапниму вақт яр бәрсила оқуп көрүш керәк. чүнки һаятта шундақ аҗайип ишлар барки, йиланниң зәһридә дора ясилиду. мәсилән, мән шундақ мәзмунлардики бир китап, журнал,... бирнәрсиләрдин вақиплансам уни тепип оқумиғичә арам тапалмаймән. һәтта мән чүшәнмәйдиған тилда болсиму тасадипий мөҗизә йүз берип оқуп кетидиғандәк варақлап кетимән, луғәтләр ярдимидә бир аз болсиму чүшинишкә уринимән. әгәр бәк моһимлиқини уқуп қалсам, билмисәмму сетивелип сақлап қойимән. буниңдин мәхсидим: балилирим маңа қариғанда көпрәк тил билидиған болуп чиқса кәлгүсидә шулар пайдилинар дегән садда үмиддур. мениңчә бу хил позитсийә сөйгү һәм нәпрәтниң тәхирсиз қистишиниң мәһсули. әгәр өзлирини милләтчи, вәтәнпәрвәр,... болупму шуларниң вәкили дәватқанларда бундақ туйғу, бундақ адәт вә интилиш болмайдикән, уларниң дәватқанлири сахта! улар бу ”марка“ни натоғра мәхсәтләр үчүн пайдилиниш нийитидә есивалған, дәп һөкүм қилиш мүмкин! дәл шундақ болғинимиз үчүн (оқушқа ”қейиқ“ болғинимиз үчүн) әһвалимиз мана шундақ! мән муһәммәд имин буғра язған "шәрқий түркистан тарихи" намлиқ китапниң һазирқи заман уйғур йезиқи билән нәшир қилинған нусқисидики (баш тәрәпкә тиркәлгән) униң нәшир қилинмиған әсәрлириниң тизимликини көрүп толиму ичим көйди. әпсусландим. бир милләтниң даһиси тәрипидин йезилған әсәрләр йерим әсирдин бери техичә нәшир қилинмиса, униңға әсәр обекти болған хәлқ қизиқмиса, йеңи замандики даһилар бу әсәрләрни оқуп, көрәш тәҗрибилирини йәкүнләш, йеңи издинишләр үчүн тәтқиқат матирияли қилиш хиялида болмиса, шу сәвәптин мәбләх һәл болмай һазирғичә сөрүлүп турса бу милләтни немә дегүлүк? тибәтликләр мәдәнийәт сапаси җәһәттә биздин көп арқида болсиму, уларниң кичик ـчоң һәммиси далай ламаниң кимликини билиду. әмма уйғурларниң оттураһал саватлиқлиридин сорисиңизму муһәммәд имин буғраниң кимликини билмәйду! бир адәм өмүр бойи бир милләтниң, бир әл хәлқиниң истиқбали үчүн көрәш қилсуну, әмма униң хәлқи уни тонимисун, бу немидин? әлвәттә китап оқумаслиқтин! бу немини чүшәндүриду? бизниң нәқәдәр яримаслиқимизни чүшәндүриду! худди намрат йеза базирида кәйгән чапан, кона тамбал, уттаңлиған өтүк, һеҗир тавақ,... дегәндәк нәрсиләргә херидар болғандәк, хәлқ надан, мәдәнийәт сапаси зиядә төвән болғачқа бир учум сараңларниң әқил қобул қилғусиз бимәнә гәплири, лаплири, ялғанчилиқлири баш ـахири рәп йемәйдиған, зиддийәткә толған, өзиниң қуйриқини өзи талайдиған һалда болсиму бу надан хәлқ ичидә базар тапмақта! әгәр хәлқимиз оқушқа амрақ болса(уни пәқәт кадир болидиғанларниң иши, дәп қаримайдиған, адәмлик сүпәт үчүнму зөрүр бир шәрт, дәп қарайдиған болса), тәбиийки, ават шәһәрләр, иқтисади гүлләнгән җайларда кона чапан, әски өтүкләргә херидар болмиғандәк, уларниң мези чувулуп турған, җан беқиш иһтияҗи үчүнла ”кәшп“ қилиниватқан ”улуғвар қуруқ гәп“лири базар тапалмиған болатти. китап оқуш тәс кәлгән болса дәп, китапни үналғу лентисиға оқуп, тәшвиқ ـтәблиғләрни лентиға елип тарқатқандики әһвалму анчә көңүлдикидәк әмәс. тарқилиш сани көп болсиму аңлаш йетәрлик болмиғанлиқи билинди. мәлумки, ”мода вәтәнпәрвәрлик“ хусусийитимизгә көрә ”қатардин қалмаслиқ“ үчүн лентиларни алған билән, аңлимай ташлап қоюш яки бирла аңлап һечнемини чүшәнмисиму қайта аңлап бақай демәстин ташлап қоюш омумийүзлүк икәнлики мәлум. я китап оқумайдиған, я нутуқ лентилирини аңлимайдиған бундақ бир хәлқни тәрбийиләшниң йәнә қандақ имканлири қалди? әгәр мушу күндә бирси мәсуд сәбиридин сориған соални мәндин сориса, униңға: ”алимлар қачанки идиологийини суюқлуққа айландурушни кәшп қилса, уйғурлар шу чағда азад болиду“ дәп җавап берәридим. ундақ болсиди, биз идийә суюқлуқини окул қилип һәрбир шәрқий түркистанлиқниң меңсигә салсақла болатти! -1998йили, нуябир, ташкәнт. Биз дәва қилишни биләмдуқ ـ йоқ? биз хәлқара сәһнидә дәва қилишниму қамлаштуралмайдиғандәк қилимиз. бу гәп аңлимаққа ”қулаққа муш урғандәк“ аңлинидиған йеқимсиз гәп. лекин, һәқиқәт һәмишә шеринлик ичидә учримайду. татлиқ нәрсиләрниң һәммисила пайдилиқ боливәрмигәндәк, аччиқ нәрсиләрниң һәммисиму зәһәр әмәс. шипабәхш дориларниң көпүнчиси аччиқ болиду. демәк, һәқиқәтму көп һалларда ”аччиқ“ болиду. бәлким мениң оқумуш вә уқмишлиримниң азлиқи, билимсизликимниң сәвәбидин калтә пәм һәм һәқни көрмәс болуп қалғинимму қандақ, билмәймән, ишқилип бизниң дәва ишлиримизниң елип берилишида қандақтур ғәлитә ”дашқайнақ“лиқ мәвҗуттәк һис қилимән. қиливатқинимиз дөләт даваси. ваһаләнки дөләтләр ара сиясәт, дипломатийә, шуниңдәк башқа мунасивәтләрдики назуклуқ шу дәриҗидики, мәниси асасән охшап кетидиған бир сөз, әсли ишлитишкә тегишлик сөзниң орниға алмишип қалсиму йол қоюлмайду яки шу ”мәнидаш сөз“ түпәйли мунасивәтләр бузилиду. бу һәқтә тарихтин аз ــــтола мисаллар кәлтүрүшни артуқ һесаплимаймиз. иккинчи дуня уришида фирансийә мәғлуп болған, уруш дәвридики виши һөкүмити германийигә тәслим болған болуп, пәқәт генерал де гол бир қисим командир ـــәскәрлири билән әнгилийигә қечип берип, фашизмға қарши көрәшни давам қилдурғаниди. де гол вә тәрәпдарлириниң шу чағдики әһвали бизниң башқа әлләрдә туруп ”көрәш қиливатқан“ адәмлиримизгә охшап кетиду. шуңа төвәндә де голниң сөз вә һәркәтлиридин мисаллар кәлтүримиз: америка, әнгилийә, фирансийә үч тәрәп йиғиниға тәклип қилинған пиливон(фирансийилик)ға америкилиқлар вәкиллик салаһийити бәрмәй, пәқәт мутихәсислик салаһийити билән қатнаштуридиғанлиқини ейтқан (улар фирансийини һөкүмәт сүпитидә өзлиригә баравәр көрмигән). гәрчә бу йиғинға қатнишиш де голниң ”әркин фирансийә“ комитети үчүн наһайити моһим һәл қилғуч әһмийәткә игә болсиму, де гол бу йиғинға қатнашмаслиқни тоғра тапти(салаһийәт аталғуси түпәйлидин.( америка һөкүмити изчил түрдә ”фирансийә хәлқи өз һөкүмитини сайлап чиқиштин бурун, фирансийә миллий комитетини " әмәлийәттики хәлқ ишлири даирлири" дәп тонуш керәк“ дегән қарашта чиң турди. йәни, де голниң комитетини фирансийиниң вақтлиқ һөкүмити дәп етирап қилмаслиқ мәйданида турған. ғәлибини тәбрикләватқан бир залда кишиләр де голға: ”генерал, қараң, пүтүн мәмликәттики қаршилиқ көрситиш һәркити комитети вә париж азадлиқ комитети сизниң әтрапиңизға иттипақлашти. биз сизниң бу йәргә йиғилған хәлқ аммиси алдида тәнтәнә билән җумһурийәтниң қурулғанлиқини җакалап беришиңизни сораймиз“ дегәндә, де гол: ”җумһурийәт изчил мәвҗут болуп кәлди,... мән җумһурийәтниң рәиси турсам, немә үчүн йәнә җумһурийәтниң қурулғанлиқини елан қилимән?“ дегән. де гол бу йәрдә җумһурийәт изчил мәвҗут дегинидә ”у мәғлуп болғини йоқ, фирансуз миллий роһида, қаршилиқ көрсәткүчиләрниң қәлбидә мәвҗут иди, мән мана шуларниң вәкилиғу?“ демәкчи болиду. әгәр у иш охшайду дәп, җумһурийәт қурулғанлиқини елан қилса, өткән бир мәзгилдә фирансийиниң мәвҗутлуқтин қалғанлиқини етирап қилғанлиқ болуп қалатти. (шәрқий түркистан дегән бир дөләт тарихта икки қетим шу нам билән дуняға җакаланған, шу дөләтни әслигә кәлтүрүш бизниң давайимизниң нишани болсиму, бирлири тарихта болуп бақмиған йеңи бир дөләтни қурмақчи болуш билән, дүшмәнниң рәддийиси үчүн ямпашқа чиқип бериду, йәнә бирлири бундақ бир дөләтниң болғанлиқиға, бу дөләтниң һәқиқәтәнму хитайлар тәрипидин бесивелинғанлиқиға таза ишинәлмәйватқандәк хитайлар қойған һақарәтлик исимни тилға елиштин уялмайду.( де голниң төвәндики иш ـһәркәтлириниму өзимизниңки билән селиштуруп көрәйли: де гол әнгилийидә панаһлинип туриветипму, дөләтниң абройи, милләтниң истиқбалиға мунасивәтлик пиринсипал мәсилиләрдә, шундақла вәтән қутқузушта өзигә бәлгилигән пиринсип, истратегийә мәсилилиридә әнгилийә вә америка һөкүмәтлири билән задила мурәссәләшмигән. униң бу хил позитсийиси түпәйли әнгилийиликләрниң рәнҗип қелишидин әнсиригән ишдашлириға шундақ дегән: ”бизниң улуғлиқимиз вә күчимиз фирансийиниң һоқуқ мәсилисидә қилчиму йол қоймаслиқида намаян болиду. биз таки рийин дәрясидики дөләт чегрисиға барғанға қәдәр әнә шундақ мурәссәсизлик роһиға муһтаҗмиз .“ әмди бизниң бәзи дөләтләрдики тәшкилатлиримизға қарайдиған болсақ, улар шу дөләт ташқи сияситиниң қорчиқи вә иҗрачиси болуп қалған. техиму сәт болғини улар буни моһим һәмдә зөрүрийәт дәп қарайду: ”түркийә җумһурийити дөлитиниң бүйүк бир күч болған хитай хәлқ җумһурийитиниң ашкарә яки йошурун дүшмәнликигә нишан болуп қелиши арзу қилинмаслиқи керәк, әлвәттә...“ бу бизниң чәтәлдики әң ”катта“ адәмлиримиздин бирсиниң сөзи. көрүнүп туруптики бизниң дәва һәркәтлиримизниң бешида болғанлар өзи вәкиллик қиливатқан ишниң мәхсәт пиринсипиға әмәс, ”нан бериватқан“ дөләтниң мәнпәәтигә көрә мәйдан тутиду. бундақ бир даваниң истиқбали болиши мүмкинму? розвелт билән черчил(америка, әнгилийә) 1943 ـ йили январда (вишини фирансийиниң қануний һөкүмити дәп тонуп мунасивәт қиливатқан, де голниң ”әркин фирансийә“ комитетини етирап қилмайватқан америка һөкүмити, зор көпчилик фирансийиликниң де гол тәрәптә икәнлики, де голсиз фирансийә ишлирини бир тәрәп қилиш мүмкин әмәсликини тонуп йәткәндин кейинму) де гол билән грауд ни бирләштүрүшни мәхсәт қилған учришиш орунлаштурған. гәрчә де гол өзиму гирауд билән сөһбәт өткүзүшни көп қетим издинип келиватқан болсиму, бу қетимқи америкилиқларниң ғәрәзлик риясәтчиликидики учришишни рәт қилған. у гираудқа йоллиған телеграммисида шундақ дегән: ”шуниси есиңиздә болсунки, мән һелиһәм сиз билән сөһбәтлишишкә тәйяр, лекин, бу сөһбәт фирансийә земинида, фирансийиликләр арисида өткүзүлиши керәк...“ у башқиларниң қорчиқи болуп қелишни хаһлимиғини үчүнла әнә шундақ қилған. розвелт өзи қоллайдиған гираудни фирансийә қораллиқ қисимлириниң баш қомандани қилип тәйинләш, ”һәммидин үстүн туридиған сиясий контроллуқ“қа учратмаслиқ (демәкчи болғини, де голниң ”әркин фирансийә“ комитетиниң әмәс, америкиниң биваситә рәһбәрликини қобул қилиши)ни қәтий тәләп қилип, изинхауерға бу һәқтә де гол билән сөзлишишни тапшурған. америкилиқларниң ”... болмиса һәрбий тәминатни тохтутимиз“ дегән тәһдитләр билән бесим ишлитишигә қарита де гол изинхауерға шундақ дәйду: ”... есиңиздә бармикин, биринчи дуня уруши мәзгилидә нурғунлиған дөләтләрни қорал ـярақ билән тәминләш җәһәттә фирансийиму бүгүнки америкиға охшаш рол ойниған. биз фирансийиликләр әйни вақтта белигийә билән сербийини пүтүнләй қоралландурған, русийә билән румунийини көплигән қорал ـярақ, оқ ـдора билән тәминлигән, ахирида йәнә биз армийәңларни көплигән әшялар билән тәминлидуқ. биринчи дуня уришида силәр америкилиқлар атқан зәмбирәк бизниң зәмбирикимиз, силәр олтурған уруш машинилири бизниң уруш машинилиримиз, айропланму бизниң айропланимиз иди. лекин, биз белигийә, сербийә, русийә вә румунийиләргә, һәтта америкиға паланини қоманданлиққа тәйинләп бериңлар вә мәлум сиясий түзүм орнитип бериңлар, дегән тәләпни қоюп бақтуқму.“...? розвелт җаһиллиқ билән де гол тәшкиллигән азадлиқ комитетиниң фирансийә җумһурийитигә вәкиллик қилидиғанлиқини етирап қилмиғанда, де гол: ”... иттипақдаш армийәниң қандақ пикри болишидин қәтийнәзәр, азадлиқ комитетимиз ‹җумһурийәт һөкүмити› дегән намини қоллинивериду“ дегән. әмма бизниң даһилиримиз турупла хитайлар қоюп бәргән һақарәтлик намни тән елип қопса(мениң бу йәрдә уни тилға алғимму кәлмиди), турупла аптономийидин гәп ачиду. вәтинимизниң намини аташтин баш тартқучилар болса: ”паланчикамға дәрт ейтқили барсақ, бизни тонимиди, ‹түркмәнистанму?› деди; покунчикам, биләлмәй, ‹қазақистандики түркистанму?› деди,...“ дегәндәк тилға елиштин адәм номус қилғудәк баһанилар билән, рәсмий дөләт намини аташтин баш тартип, хитайларниң депиға усул ойнимақта яки тоғридин ـтоғра дүшмәнниң шум пиланини иҗра қилмақта ! бу әсирниң бешида "шәрқий түркистан"ни һеч болмиса тарихчилар, шәрқшунаслар, түрклоглар билидиған заманда хитайлар қоюп бәргән ләнәтлик намни билидиғанлар йоқ иди, һәтта хитайларниңму һөкүмран горуһи ичидики мунасивәтлик кишиләрла биләтти. хитайлар мана шундақ бир аталғуни милләтчиси болсун, демократчиси болсун, коммунисти болсун изчил қоллунуп, бүгүнки күндә дуняға ашундақ тонутти вә етирап қилдурди. һәтта дипломатийидә наһайити чоң бир мәсилә сүпитидә бәзи дөләтләрдин мушу намни аташни, ”шәрқий түркистан“ демәсликни тәләп қиливатиду. мушу тәлипиниң орундилиши бәдилигә шу дөләтләргә нурғун ”ярдәм“ бәрмәктә. мана бу изчиллиқ муқәррәр нәтиҗигә еришип, әмдиликтә бу ләнәтлик намни билидиғанлар яки тән алидиғанлар көпәймәктә. бизниң тутамсизлиқимиз, паланчикамниң райиға, покунчикамниң көңлигә яриша нам өзгәртип туришимиз яки һәрбир көз қараш игиси, һәр горуһ йеңидин исим қоюш җапасиға қалғачқа вәтинимизни өзнами билән тонутуш тосалғуға дуч келип, тарихта бар болған, хели нурғун адәм билидиған намни барғансери хирәләштүрмәктимиз! хитайлар ашундақ бир исимда (мәлум җәһәттин алғанда өзлиригә зиянлиқ болған, йәни мустәмликә мәнисини аңлитидиған бир исимда) чиң туриду, йеңилап исим қоюшни ойлашмайду. биз немишкә йеңилап туримиз? буниңда ”шәйтан“ниң вәсвәсиси барму ـқандақ ? бу йәргә мунасивәтлик болғачқа қистуруп өтүп кетәй, җияң земин әрәбистанға нефит ишләпчиқарғучи дөләтләр йиғиниға барғанда ”мәмликитиниң“ нефитликлирини тонуштуруп келип вәтинимизни өзлири қойған нам билән тилға алған, тәрҗиман бу аталғуни ”шәрқий түркистан“ дәп тәрҗимә қилған. җияң әрәпчидин һечнемә билмисиму, сөз арисида өзлири өлгидәк қорқудиған ”шәрқий түркистан“ аталғусини тонуп қелип, чидап туралмай, дәрһал рәддийә берип: ”җоңгуда ”түркистан дәйдиған бир йәр йоқ“ дегән. тәрҗиман: ”силәр немә дәп ативалсаңлар өзәңларниң иши, әмма бизниң билидиғинимиз у йәр түркистан“ дәп җавап бәргән. һәтта бу дипломатийидә һеч көрүлмигән тәртипсиз талишиш теливезорда нәх мәйдандин әйнән көрситилгән. әмма, хитайларниң ”тузини йәп қалған“ бәзи ”даһи“лар аталмиш сиясийонлуқ гумписини җари қилип, хитайлар билән қәдәмму ـқәдәм содилишишни оттуриға қоюп, хәлқниң вәкили салаһийити билән тохтамларға қол қоймақта. ”әйнәк“ намлиқ китапта мана шундақ бәзи ”қара нурлуқ чирақ “ ларниң хәлқимизниң тарихий пурсәтлирини күлгә айландуриветидиғанлиқи тилға елинғаниди. бизниң бирмунчә уқумушлуқларниң ”милләткә көйинип“ исим йәңгүшлиши билән йоқуридики сиясийонларниң изчиллиқиға селиштуруп көрсәкла наданлиқимиз билиниду. әмма бу аддийла көз қараш мәсилиси болиши натайин! йеңидин қойивеливатқан ”уйғуристан“ ― хитайлар базарға селиватқан вә пүтүн дуняға шу бойичә адәтләндүрмәкни қәстләватқан ”... уйғур аптоном райони“ дегән рәзил малниң хәлқара даваларда қоллинишқа мувапиқлаштуруп берилгән вариянти, шуниң йилиман шәкли, халас! бу тәдириҗий көндүрүшниң биринчи қәдими болуп, алди билән ”шәрқий түркистан“ дегән бу ― хитайлар үчүн қорқунучлуқ болған намдин йирақлаштуруш ишқа ашурулса, башқиси бир пәшвағиму яримайдиғанлиқи хитай сиясәт тәтқиқатчилири тәрипидин муқимлаштурулған вә җасуслар васитиси билән базарға чиқирилғандур . шуни есимиздә тутишимиз керәкки, хитайлар узундин бери бу исимни инкар қилиш йүзисидин нурғун адәм күчи, маддий күч ишләтти, һәмишә тәшвиқатлирида: ”шәрқий түркистан сиясий аталғуму әмәс, тарихий аталғуму әмәс, җуғрапийивий аталғуму әмәс!...“ дегән гәпни тәкрарлайду. бизму худди шундақ тонумдуқ? бу һөл хишқа хели нурғун кишилиримиз аңсиз дәссимәктә! техиму әпсуслинарлиқи, техиму мәсхирилики шуки, өзлирини (хиҗил болмастин) мушу милләтниң вәкили дәп тонуйдиған аталмиш рәһбәрләрниң қилчилик сиясий савади, дипломатийә чүшәнчиси болмиғачқа, хитайлар билән һақарәтлик, тәң һоқуқсиз шәртнамиларға қол қоюш билән саватсизлиқини, аңсизлиқини, дөтликини, иззитини билмәйдиған пәскәшликини ипадиләшмәктә: уларда азрақ иззәт туйғуси болидиған болса хитайлар уларға әвәткән хәтләрни ”хата кәп қапту, адресидин қариғанда бизгә кәлгән хәт әмәс“ дәп қайтуривәткән болатти. чүнки уларниң вивискиси: ”шәрқий түркистан миллий қурултийи“, ”шәрқий түркистан...“ дегәндәкләр; хитайлар әвәткән хәтләрниң адресида болса ”шәрқий түркистан“ дегән гәп йоқ, орниға ”уйғур“ яки башқа сөз йәңгүшләнгән болиду. өз өзини қәдирләш туйғуси, иззәт туйғуси өлгән бу адәмләр мана шундақ һақарәтниму қобул қиливериду! орни кәлгәндә бу мәсилә һәққидә башқа селиштурмилани бериш билән биргә тәпсилирақ пикримни оттуриға қоюшни артуқ көрмәймән : йеқинда қибрис мәсилисигә америка вә явропа бирлики арилишип бу мәсилини үзүл ـкесил һәл қилмақчи болушқинида икки тәрәпни келиштүрүш үчүн орунлаштурулған америкидики учришишқа гирклар қолидики җәнубий қибрисниң башқани ”һөрмәтлик җумһур башқан...“ дәп тәклип қилинған; түркләр қолидики шималий қибрисниң башқани болса ”һөрмәтлик рауф денкташ...“ дәп аталған. бу икки хил атақта бир тәрәп рәсмий дөләт сүпитидә тонуливатқини, йәнә бир тәрәп униңға барабәр тонулмайватқини билинип туриду. шу сәвәптин түркийә вә шималий қибрис қаттиқ нарази болушқан вә бу учришишни рәт қилғаниди. буни бизниң әпәндиләрниң дөләт намини хаһлиғанчә аташла әмәс, бәзилириниң хитай консулханиси, әлчиханисиға вә башқа сорунларға нәзригә барғандәк кетивериши, ”келишимләр“ни қилип, худди ешәк сатқан һөҗҗәткә қол қойғандәк, салаһийәт мәсилисини ойлашмайла қол қоюшлири билән селиштурма қилишқа болиду. бәзиләр ”шәрқий түркистан“ аталғусини ”түркчилик“ яки ”пан түркизм“ билән арилаштуривелип чүшәнгәчкә, түркийиниң вапасизлиқиға қейдаш түпәйли ”шәрқий түркистан“ аталғусидин ваз кечиш позитсийисидә болушмақта. гоя бу түркийә қоюп бәргән исимдәк, бундақ дейиш түркийәпәрәстлик болуп қалидиғандәк! ундақ әмәс. бундақ ойлаш, хитайларниң өзлири хата атап, андин өзлириниң ”чирайлиқ“ ”илғар“ хетини пакт қилип тәшвиқат нәйриңи тоқуғандәк бир иш . болшивик импирийиси авал ғәрбий түркистанда бир ”түркистан җумһурийити“ қурғаниди. кейин ”бөлүп идарә қилиш“ шум оюни ядиға йетип, түрк қәвмлирини парчилап төрт иттипақдаш җумһурийәт қилип қурди. дуня уларни шу нам билән тониди, шу нам билән иттипақдашлиқтин мустәқиллиққа көчти. йәтмиш йил елип берилған риаксион тәшвиқат түпәйли уларниң каллисидин чиқип кәткән ”түрк“лүкни қайта қачилап (қисқа муддәттә) бир түркистан қилишниңму мүмкинчилики қалмиғаниди. демәк улар аз кәм бир әсирдин бери (мәйли мустәмликә дәвридики фидратсийиси болсун яки мустәқиллиқтин кейин болсун) шу нам билән атилип, шу нам дуня әһлиниң каллисиғиму өзләшти. һечқачан рәсмий һалда бир һакимийәт (мәйли мустәмликә һакимийәт болсиму) тәрипидин дуняға җакаланмиған бир намни һечқандақ рәсмий салаһийити, дуня билгидәк тәсир қозғиған сиясий орни болмиған аталмиш партийә ـгоруһ (әмәлийәттә қурғучисидин башқа төрт ַ бәш адими я бар, я йоқ болған ушшақ горуппачақлар)ниң, һечким бир тийингә алмайдиған, сиясий билими нөлгә йеқин болған шәхсләрниң кочидила ”әски тамдин һошур чиққандәк“ көтүрүп чиқишиниң бирәр илмий асаси, тарихий асаси, сиясий асаси бармиду? бу пәқәтла орта асия җумһурийәтлирини доруп: ”һәммисиниң ...истанлири бар, бизниң немишкә болмайдикән“ дәпла қиливалидиған ишму? шәрқий түркистан әҗәба бизниң болмамдикән ? ”шәрқий түркистан“ ― памир игизликидин ибарәт тәбиий чегра иккигә айрип турған түркистанниң шәрқ тәрипини билдүридиған җуғрапийиви нам болуп, болшивик импирийисиниң кәшпияти болған ”... ситан“лар билән һеч охшашлиқи йоқ. һазирғичә илим дуняси тарих, җуғрапийә, түркиологийә пәнлиридә бу територийини ”шәрқий түркистан“ дәп атап келиватиду (мәзкүр китапни ахирқи қетим тәһрирләватқан чеғимда микрософт (Microsoft )ширкити ишлигән 2001 йиллиқ дуня атлиси компютер программисида вәтинимизни шәрқий түркистан, памир игизликиниң ғәрбиниму түркистан дәп атиғанлиқини көрдүм, буни алаһидә әслитишни зөрүр һесаплидим). ундин башқа мушу әсирдә икки қетим мушу нам билән дөләт қурулуп, бу намға сиясий мәна қошти. буниң йәнә талишидиған немиси бар? биз мунқәрз болған дөлитимизни ― физик җәһәттә мәвҗут, роһимизда мәвҗут болған, тарихий җәһәттә ― сиясәт тарихи, сиясәтчиләрниң хатирисидә изнаси болған дөлитимизни сиясий җәһәттин әслигә кәлтүрмәкчиму? яки хитайлар дәватқандәк, хитай җумһурийити тәвәсидин йеңидин бөлүнүп чиқмақчиму? буни ениқ айривалмиқимиз лазим. дөләтни әслигә кәлтүримиз дәйдикәнмиз, униң әсли нами билән дәва қилишимиз бир әқәллий шәрт! дава һәркәтлиридә дөләт намини ундақ яки мундақ аташниң карайити йоқ, дәп қариғучиларниң әқәллий сиясий савади барлиқиму шүбһиликтур! һеч болмиғандиму дөләт әслигә кәлгичә уни бурунқи нами билән аташ әқәллий уқум әмәсму? андин дөләт қурулушини җакалаш алдида хәлқ вәкиллири(парламент яки алий кеңәш) музакирә қилиш арқилиқ өзгәртсиму, әсли пети қалдурсиму болиду. әмма илгири җакаланған бир дөләт намини һечким тәрипидин етирапқа еришәлмәй кочида колдурлап йүргән адәмләрниң өзгәртиши, башқичә қоллунуши күлкилик болупла қалмай, хитайлар үчүн бир тәшвиқат козери болуп ”ямпашқа чиқиш“тур. тәбиийки, хитайлар: ”қараңлар, бөлгүнчиләр риаллиқта болмиған нәрсини дава қиливатмамду? ким тарихта бундақ бирнемә болғинини аңлап баққан? буниси баш ـучи йоқ талашлиридинму билинип турмамду?“ дейиши чоқум . бәлким бу икки коммунист импирийиси наһайити бурунла, ички зиддийәт уруқи болуп қалсун үчүн җасуслири арқилиқ ”қара нурлуқ чирақ“ типидә қуруп қойған бузғунчи йәрасти тәшкилатларниң бүгүнки давами, ашкарилиниши; даваниң маһийитини бурмилаш, чинлиқ дәриҗисини төвәнлитиш, пүчәкләштүрүп күлкигә қалдуруш үчүн алдин ташланған қармақ болиши мүмкин. бу хил қараштикиләрниң һәммисини хитайға ишләйдиғанлар демәкчи әмәсмиз, әмма, арилиридики бирмунчиларниң билмәстинла (”қилиқ охшайду“ дәп) қиливатқанлиқи, өзини мәлум ”көз қараш игиси“ көрситиш һәвиси биләнла аддий каллиси айлинип қалған болиши, йәнә миллий писхикимиздики шәхсий зиддийәтни әң йоқури қойивелиш аҗизлиқимиз түпәйли, өткәндә ”етизлиқта су талишип урушуп қалған“ яки базарда ”йәр талишип урушуп қалған“ әмитахунниң ”шәрқий түркистанчи“ боливалғиниғила қейдап, униңға охшап қалмаслиқ үчүнла шундақ бир туюқ йолни талливалған болишиму мүмкин. мәйли немила болмисун аңсиз йосунда хитайниң пайдисиға ишләватқанлиқини, арилиридики хитай агентлири бундақ бир ачимақ қарашниң мәвҗут болуп туришини дәстәкләватқанлиқини җәзмләштүрмәй туралмаймиз! хитайларниң ички қисмидики бир ـ биригә дүшмән болған сиясий горуһлар ― мәйли милләтчи, мәйли коммунист, мәйли консирватип, радикал яки динчиси болсун, немә болишидин қәтийнәзәр, худди пүтүшивалғандәк вәтинимиз мәсилисидә сәзгүр, пикри бирдәк. һәммиси”...әзәлдин...“ дегән ялғанни охшашла тәкрарлайду. чүнки, мәйли қайси горуһ тәхткә чиқип дөләт сорисун, һәммисигә миллий тәрәққият үчүн керәклик хам әшяниң кани болған бу бай мустәмликә керәк болғини үчүн, қуруқ гәпниң кәйнигә кирип, һәтта езип кетипму башқичә гәп қилип салмайду . һәтта коммунистлар һакимийәткә чиқиш һарписида гоминдаң билән һәмкарлишиватқан, гоминдаң ичидә туруп уларға нәсиһәт қилиш, ялвуруп ичини ағритиш арқилиқ мухтарият (мустәқиллиққа йеқин мухтарият!?)қа еришимиз дәп тиришчанлиқ көрситип йүргән даһилиримиз, гоминдаң мәркизий һөкүмитигә вәтинимизниң намини өзгәртиш тәклипи қойған болуп, тәклипниң мәзмуни шундақ иди: ”һазирқи атилиши бойичә болғанда рошән мустәмликә мәнасини аңлитип, өзүңларға җавап бериш тәс мәсилә туғдуридикән, шуңа намни өзгәртип ‹чин түркистан› дәп атисақ, бу хитай тәвәсидики түркләр яшайдиған йәр, дегән мәнани бериду ـдә, һәммә баш ағриқи һәл болиду...“. бу тәклип музакиригә қоюлған, әмма бу мәсилидә бир сантиметерму йол қоюшқа болмайдиғанлиқи қарарлаштурулуп, даһилиримизниң тиришчанлиқлири суға чилашқан. уларниң конкрет пикирлиридә шундақ мәзмунлар бар: бу һәр һалда сәл хатарақ қоюлған болсиму, немила болмисун бу земинни ишғал қилип, ашундақ бир намни қойғичә әҗдатлиримиз нәччә он миң қурбанлар бәргән, әҗдатлиримизниң қанлири бәдилигә кәлгән намни өзгәртсәк уларниң роһиға қандақ йүз келәләймиз?... (әмма биз әҗдатлиримизниң қанлири вә җанлири бәдилигә кәлгән намни өзгәртиштин һеч хиҗил болмаймиз!)әмма бизниң аталмиш сиясийонлиримиз әслигә кәлтүрмәкчи боливатқан дөләтниң немиликиниму билмәйдиғандәк, шуниңдиму өзигә хас ”қараш“ болиши керәктәк, ”шәхсий“ ”тәрәп“ тамғисини бесип, ”һиссият“ арилаштуриду. бу немә дегән дөтлүк ?! әмди иһтималлиқи болған иккинчи бир хил қараш болидиған болса ―йәни әгәр хитай җумһурийити тәвәсидин йеңи бир нам билән бөлүнүп чиқмақчи, дегүчиләр болса ― рошән көрүнүп турудуки, бу мунапиқлиқ, хаинлиқ! (бәлки хитайниң тапшуруқи бойичә) хитай мәнпәәти үчүн тәшвиқат ”козери“, рәддийә дәстики қазандуруш үчүн ойниливатқан оюндин ибарәт болиду, халас ! бу мәсилини худди адәм издәш еланиға охшитишқа болиду. сүпүргахун йүтүп кәтсә (яки уни қара қоллар тутуп кәткән болса) уни чоқум шу нам билән издәш, шу нам билән сақчиға мәлум қилиш керәк. у исимни өзимизчә яратмай, ”салиһҗан“ дәп издисәк бимәнилик болғандәк бир иш! исми яримиған болса бурунқи исми бойичә издилип адәм тепилғандин кейин җамаәт алдида: ”әйюһәннас, аңлимидим демәңлар, аммәхас! бу сүпүргахунниң исми бүгүндин етиварән салиһҗан болди!“ дәп җакарлисақ болиду ! қәстән вә асассиз һалда бундақ бир ихтилапни көтүрүп ”инқилапчи“ қияпәттә оттуриға чиқиштики һәқиқий муддиа немиду? һәқиқәтәнму ”милләткә бәкрақ көйиниш“ мәхсәт қилинғанмиду? яки давамизниң хәлқара сәһнидики салаһийитигә ”балилиқ“ түс, бәлки сараңларчә қияпәт берип, җиддийлик дәриҗисини, тарихсәл чинлиқини аҗизлаштурмақчиму? йоққа чиқармақчиму? әң төвән тиражда тарқитилидиған, сүпити төвән гезитләрдә һели ундақ атиса, һели бундақ атайду. һәтта бир мақалиниң өзидила икки хил аташ билән чәләңгүш қилип, давани ”сараңлаштуруш“ роли ойнайду. мушунчилик бир әқәллий иштиму гәпниң бир йәрдин чиқмаслиқи бизниң дава қилишта балилиқ һаләттә әмәс, бовақлиқ һаләттә икәнликимизни чүшәндүрмәмду. бирақ, бовақму чоң болатти, билмигән нәрсиләрни тәдириҗи үгинәтти, бизниң сараңлардәк тепивалған бир гәпкә мәһкәм йепишивелип, каҗлиқ қилишлиримиздин қариғанда, биз бовақ болуш биләнла қалмай, йәнә би нормал(мәҗруһ) бовақ охшаймиз! бу икки хил ”көз қараш“ өзлиричә худди ”гоминдаң ـгоңсәндаң һәмкарлиқи“ тәқлитидә ”бирләшкән“ликидин сөз етишиду ـю, қарисиңиз икки аталғу йәнила биллә сөрүлүп йүргән! қалтис бирлишишкәндә, бу ! қисқиси, вәтәнниң һәқиқий хоҗайинлири болған 30 милйон хәлқ у яқта қелип, вәтәндин қечип чиқивалған азғинә адәмниң худди: ”сәвзидин хәвәр йоқ, гүрүч дәм йәпту“ дегәндәк дөләткә нам йәңгүшләшкә немә һәққи? немә салаһийити?! немә һоқуқи бар!!? авал сән ночи болсаң дөләтни әслигә кәлтүр, бир күнлүк болсиму мустәқиллиқ җакарла,андин хаһлиған исимни қойивал! һәтта мунасивәтсиз бир атни қойивалсаңму мәйли, чүнки, "төрдә олтурған һесап әмәс, зәллә алған һесап" дегәндәк, исминиң немә болишидин қәтий нәзәр, унда хәлқ һөр яшисила болди! әмма һазир сән ундақ салаһийәткә игә болғиниң йоқ! дөләт нами мәсилиси тилға елиниватқан мушу қурларда кетиветип йәнә бир қалтис иш ядимға кәчти. ”йолдики ниҗасәт“ни ”тәпкәч өтүп кәткәндәк“ бу рәсвалиқни тилға елип өтүшкә тоғра кәлди: бәзи биләрмән әпәндиләр 1933 ـйили қурулған "шәрқий түркистан ислам җумһурийити"ни тилға елишқа тоғра кәлгән әһвалда, бу болуп болған тарихий пактни ”тәһрирләп“ "шәрқий түркистан истиқлал җумһурийити" дәп атишидиғанлиқи диққитимни қозғиди. уларға хотун ـқизлириниң ялиңач йүришини чәкләйдиған ”ислам“ яқмиғачқила бундақ ”ислаһат“ни қиливатамдиғанду? яки техиму мурәккәп сәвәпләр, шум мәхсәтләр бармиду? хатиридин хатирә туғулуп, йәнә бир һекайә хиялимға кәчти(бу раст болған вақәму, қандақ, ишәнч қилалмаймән. әмма немила болмисун мениң ишимға ярайдиған болғачқа, болған ـболмиғининиң карайити йоқ. бу әпәндиләргә образлиқ җавап бериш үчүн бу һекайини сөзлишимгә тоғра кәлди :( ـ50йилларниң ахирида хитайлар бизни латин елиббәсигә көчүридиған болуп, лайиһә түзүп чиқишқа уйғур, хитай арилаш бир горуппа тәйин қилинған икән. улар бир лайиһә ишләп чиқип сәйпиддингә апирип көрсәткән икән, сәйпиддин: ”ибраһим турдиға көрсәттиңларму?“ дәп сорапту. бу заманда ибраһим турди түрмидә икән. шундақ болсиму бу саһәдә нопузлуқ болғачқа ибраһим турдиға көрсәтмәй болмиса керәк, сәйпиддин уларни ибраһим турдиға көрситип пикир елишқа буйрупту. бу йезиқ лайиһисини ишлигән горуппа алтәйлән болуп, бир хитай, бәш уйғуркән. улар елипбә лайиһисини елип түрмигә берипту. ибраһим турдиниң камериға кирип кәлгәндә у тәтүр қаривапту. кәлгән бәш уйғур келиш мәхсәтлири, ибраһим турдиниң нопузи, билими түпәйли униңдин пикир алмай һалқип өткили болмайдиғанлиқи, шу сәвәптин кәлгәнлики, малал көрмәй лайиһәгә бир көз йүгәртип қиммәтлик пикрини бериши... тоғрисида арқиму ـарқа бир саәтчә ширин гәп қилғандин кейин ибраһим турди гәвдисини қаратмай, бешинила у тәрәпкә буриған икән, улар лайиһәни униң көзигә әп кәлтүрүп тутуп берипту. ибраһим турди қолиниму узатмастин шу пети көздин кәчүрүпту. қариса бу лайиһәдә ”ж“ һәрпи көрүнмәпту. көрмәй қалдимму дегәндәк қайта қариса йәнә йоқ. әслидә бу әқиллиқләр ”ж“ һәрпи көп ишлимәйдикән, дәп уни қалдуривәткән икән. буниңға аччиқи кәлгән ибраһим турди, бәш уйғурға һичнемә демәстин, арқидирақ турған бир хитайға қарап: ” ―ж“ һәрпи женнималикима? ― дәпту ـдә, бешини бурап, өзиниң ишиға киришип кетипту. бу ”қиммәтлик пикир“ билән һушини тапқан горуппа дәрһал чиқип, йеңи елипбәгә ”ж“ни қошқан икән. ”ислам“ни яқтурмаслиқ түпәйли өтмүш тарих бәтлиридинму ”тәһрирләп“ чиқармақчи болғанларға пәқәт ибраһим турдиниң услуби бойичә: ” ―ислам“ женнималикима? ― деййишкила тоғра келиду! демәк, бир дөләтниң давасини қилғучилар сөздә, һәркәттә дөләтлик салаһийәтни сақлашқа қаттиқ диққәт қилиши вә пиринсипчан болиши, изчил болиши шәрт . худди кәтмәнниң сепини қириш билән қоралниң запчаслирини қириш охшимиғандәк, назуклуқ дәриҗиси мәвҗут. мәсилән: кәтмән сепини қириш җәрянида бир сантиметер артуқ шилинип кәтсиму карайити йоқ; әмма қоралниң запчаслирини қирғанда бир микромиллиметер артуқ ـкәм болуп қалса мувәппиқийәтсиз болиду. худди шундақ, йоқурида тилға алғинимиз вә мисал қилғинимиздәк, сиясида, дипломатийидә бир пеилниң дәриҗә катигорийисиниң тоғра ишлитилмәслики(охшаш пеилниң ениқ дәриҗиси орниға мәҗһул дәриҗиси яки мәҗбурий дәриҗиси ишлитилип қелиши) түпәйли мунасивәтләр, сөһбәтләр бузилиду. әмма бизниң биләрмәнләрни көрүң, өзлириниң немә қиливатқинини билишәмду? униңдин қандақ үнүм һасил болишини мөлчәрлийәләмду? техиму ениқи, улар өтмүштә шәрқий түркистан дегән бир дөләтниң болғанлиқиға чин дилидин ишинәмду? бизниң хитайлар дегәндәк "әзәлдин" мустәмликә әмәс, бәлки әзәлдин мустәқил яшап кәлгәнликимизгә, техи коммунистлар вәтинимизгә киргән чағдиму үч йилдин бәш йилғичә чиқип кетиш һәққидә тохтамлар имзалашқа мәҗбур болған дәриҗидә "айримлиқ" һалити болғанлиқиға қәтий ишинәмду? түркийидики шәрқий түркистан дава һәркәтлиридә шундақ бир ғәлитилик мәвҗут: намайиш, йиғилиш өткүзгән шәрқий түркистанлиқлар қанчә данә көк байрақ(шәрқий түркистанниң дөләт байриқи) көтүрсә, шунчә данә түркийә байриқиниму биллә көтүриду. бу көк вә қизил байрақтин тәркип тапқан бир қошун болиду. немә үчүн? биз бирақла икки дөләтниң давасини қиливатимизму? яки хәлқара мизанларда дава қилғучилар өзлири турушлуқ дөләтләрниң байриқиниму биллә көтүрүши керәк, дегән пиринсип барму? бу тәрипи маңа намәлум. әгәр шундақ пиринсип болса һәм буниңдин баш тартип болмиса бу қилиқ һәрһалда чүшинишлик, адәткә уйғун болиду. әмма ундақ мәҗбурийәт йүкләнмигән әһвалда ― шәрқий түркистан даваси қиливатқанларниң түркийә дөләт байриқини көтүривелиши бимәниликтин һамақәтликкә өтүп кәткәнлик, техиму хәтәрликрақи, давани туюқ йолға ― зиддийәткә башлап қойғанлиқ боламду ـــйоқ? мәсилән: әнгилийидә яки фирансийидә болғандиму шу дөләтләрниң дөләт байриқини биллә көтүрүш керәкму? әмма башқа мәмликәтләрдә болған һәркәтләрниң сүрәтлик хәвәрлиридин қариғанда түркийәдикидәк әһвал йоқтәк қилиду. әгәр бундақ қилиш хәлқарада дава қилишниң қаидә ـ тәртиплиридин болмиған тәқдирдә бу пәқәт түркийәликләрни хош қилиш, ”йегән нанниң һәққи ـ һөрмити“ үчүн қилинған хошамәт болған болиду. у һалда қил сиғмайдиған бимәнилик болиду! әмма техиму диққәт қилишқа тегишлик йери шуки, бу у қәдәр аддий һалда адәткә айландурулған иш болмастин, уста сиясәтчиләр тәрипидин ”бир чалмида икки пахтәк соқуш“, ”ат айлиханға, йол сариханға“ қилип нәп елиш үчүн устулуқ билән пиланланған оюн болуш иһтималидур. йәни, шуниңға диққәт қилип көрәйли: түркийәликләр бизгә байриқини көтүргүзүп қоюпла, хитайларниң вә башқа күзәткүчиләрниң нәзиридә бу дәваниң арқа терики түркийәдәк туйғу пәйда қилип, дипломатийидә бирмунчә илгириләшләргә йол ачти. әмма башқа дөләтләр, ейтайлуқ, түрк дүшмини болған дөләтләр курдистан давасини әмәлий қоллап, һәтта абдулла өҗаланниң шәхсий һесабиға милярдлап пул қоюп берип, түркийидә 30 миң адәмниң һаяти бәдилигә шунчилик үнүм қазанди, я қазанмиди. мәсилән: пәләстинликләр ливан, сүрийә земинлирини таянч база қилип һәркәт қилидиған, бу дөләтләрму әмәлий қоллаш мәйданида болишиға қаримай, пәләстинликләрниң нә ливан байриқи, нә сүрийә байриқи көтүривалғинини аңлап бақмидуқ. демәкки, бизниң дава һәркәтлиримиздики бу өзгичилик тәбиий һалда ”түркийә ярдәм қиливатиду...“ дегән туйғуни пәйда қилиш үчүн болмай немә? бундақ туйғуниң пәйда болиши бәдилигә түркийини хитай билән ”содилишиш“ тәшәббускарлиқ һоқуқиға игә қилмамду? улар әмәлийәттә һечқандақ маддий ярдәм бәрмәйла ”йолвасниң сүрити билән бөрини қорқутқандәк“ үнүмгә еришмәкчиму қандақ? тәшвиқат рәсимлири, изнаклар, бәлгиләр,... ниң һәммисидә көк байрақниң қизил байрақ билән ашқ ـмәшуқтәк кириштүрүлүп туриши һәрқандақ кишини ихтиярсиз һалда гуманға кәлтүриду. бу даваниң арқисида түркийә бардәк гуманни пәйда қилип, дипломатийидә түркийини актип (шәрт қойғучи) һалға кәлтүрүштин башқа уйғурға һеч пайдиси йоқ! (кейинки күнләрдә мәйданға чиққан түрк ـхитай келишимлири бу қарашлиримизни испатлайду.(! бундин башқа давамизниң мустәқиллиқ арзумиздин әмәс, ташқий қутратқулуқтин келип чиқиватқанлиқи тоғрисида карнийи йиртилғудәк валақшийдиған хитайларғиму ”алтунға бәргүсиз“ ”яхши дәлил“ тепип беримиз. хитайларниң адәттә тәшвиқатта көп тәкрарлайдиған бундақ бир җүмлә сөзи бар: ”миллий бөлгүнчиләр вәтинимизниң бирқисмини бөливелип, чәтәл әксийәтчи күчлириниң беқиндисиға айландурмақчи, мустәмликисигә айландурмақчи, үч чоң тағниң бесимидин азад болған хәлқни қайтидин җаһангирларниң қуллуқиға ташлап бәрмәкчи,...“ әгәр бирси бу сөзләргә пакт тәләп қилса хитайлар һелиқидәк көрүнүшләрниң сүритини көрситипла қойса (алаһидә изаһат бәрмисиму) соал сориғучи иккилинип қелиши җәзмән. бу қаришимни рәт қилғучиларниң немә дейишини тәсәввур қилмақ тәс әмәс. бу мәсилини башқичә чүшәндүргүчиләр болса ”түрклүк“ нуқтисидин чүшәндүрмәкчи болар. әмма бу пайдисиз һалдики давамизни техиму туюқ йолға муптила қилиши мүмкин. ”түркчилик“ яки
Enter the password to open this PDF file:
-
-
-
-
-
-
-
-
-
-
-
-