ғ. о. зулпиқар Шәрқий Түркистан Азадлиқ Йолида Издиниш шәрқий түркистан һөррийәт нәшрияти - 2006 йили табғач(хитай)ниң сөзи татлиқ, йипәк рәхтлири юмшақ икән, татлиқ сөз вә юмшақ йипәклири билән алдап, йирақ болған милләтләрни өзигә йеқинлаштуридикән. йеқинлишип орунлашқандин кейин, яман чүшәнчиләрни тарқатқили башлайдикән. яхши, алим кишиләрни вә яхши, батур кишиләрни алға бастурмайдикән. бир киши өзгириш қилса униң хәлқигә, һәтта бөшүктики уруқ ــ ـــ әвладиғичә рәһим қилмайдикән. татлиқ сөзигә, юмшақ йипәклиригә алдинип көплигән түрк хәлқи өлдуқ. ладиــــ—ми 732- иـــــлـــйи (түрк шаһзадиси колтегинниң қәврә тешиға орхун йезиқи биـــлـــән оюлған) "кـــолтегин мәңгү теши"дин. мундәриҗә кириш сөз орнида 7 китап оқумайдиған уйғурлар 17 биз дәва қилишни биләмдуқ ـ йоқ? 29 пиланни бәк балдурға түзивәтмәйли 64 ”балиларчә аддий ойлаш кесили“ 72 уйғурларниң тәшкилатлиниш формиси 92 ”писхика җәһәттә хам“лиқимиз тоғрисида 102 орта асия уйғурлириниң миллий сапаси 170 орта асия уйғурлирида ”мәшһур шәхсләр“ 192 чәтәлдики уйғурларға мәслиһәт 205 хитайларниң һөкүмранлиқ усули 223 даһиларға мәслиһәт 253 даһиларниң әқәллий шәртлири 287 ”әқиллиқ“ уйғурларға 293 мунапиқларни қандақ тонуш керәк? 306 вәтән ичидики қериндашларға хитап 322 азадлиқ йолидики дәсләпки аяқ излири 340 пайдиланған китаплар 348 кириш сөз орнида китабимни ”даһи“лар үчүн, ”билимдан“лар үчүн, ”йол башчи“, ”әмир“, ”ледир“ яки ”вәли“лар үчүн пайдилиниш матирияли, һеч болмиса савақ китаби болуп қалар дейишкә җүрәт қилалмаймән. чүнки һис қилдимки, бизниң ”даһи“лиримиз бәкрәк ”улуғ“ болғачмикин башқиларниң даһилиридәк хәқ язған китапларни оқуп йүридиған ”зиди пәст“ләрдин әмәскән. шуңа улар өзи һәпиләшмәкчи боливатқан дүшмәнни, өзи азад қилмақчи боливатқан милләтни чүшиниш үчүн, өткәнләрниң савақлирини нәзиридин өткүзүш, тәтқиқатчиларниң издиниш мевилирини көрүп, сиясионларниң һаяти, тарихтики зор сиясий вақәләрниң мунасивәтлик мәзмунлирини үгинип есигә селивелиш, мәғлуп болғанларниң, ғалипларниң һаят паалийәтлирини тәтқиқ қилиш вә үгиниш қатарлиқ ишлар билән ”улуғвар образ“ини төвәнләтмәйдикән. уларниң ишму - хияли йәнә бир ”риқабәтчи даһи“ниң немә ойлап, немә қиливатқанлиқини, аилиси, шәхсий турмуши, (қатарлиқ ”йип базиридики улуғ аял“лардәк ”чоң ишлар“( билән бәнд болғачқа, китап көримән, азадлиқ йолида издинимән, чоңқур чөкимән, дәп, күндилик коча париңи вә ”диққәт қилишқа тегишлик моһим нуқтилар“ни нәзәрдин сақит қилип, рәисҗумһурлуқни қолдин берип қоюштәк хаталиқни садир қилмаслиққила диққәт қилидикән. демисиму улар ”риқабәтчи даһи“ларниң һәркитигә диққәт қилип турмиса, әгәр у үнүмлүк иш қип кетип, даһилиқ орнини муқимливалса болмайду ـ дә! шуңа диққәттә туруп, вақти ـ вақтида бузуп туруш керәк ـ тә! мән бу китапни кимләрниң оқуп, кимләрниң оқумайдиғанлиқини ениқ билсәмму, йәнила нәширгә тәйярлидим. демәкчи болғиним: китабимни мән билгәнни билидиған, бәлки мәндин көп билидиған, чоңқур ойлайдиған, терән пикир қилидиған адәмләр ”вәтән һәққидә бир қәтрә пайдилиқ бир немә чиқип қаламдикин“ дегән үмид вә издиниш роһи билән оқуйду. улар билидиған ишларни мениң қайта уқтурушумниң уларға анчә мәнпәәти болмайду. әксичә, мән оқуп, билип қелишини үмид қилидиған вә китабим арқилиқ мәлум чүшәнчиләргә игә болуп қелишини, әқәллий саватқа болсиму еришишини истигән кәң авам ― уйғурларниң асасий аһалиси оқумайду. китап оқумайдиған, гезит оқумайдиған, пәқәт ”йип базири“ дики хотунлардәк коча параңлиридинла ”хәвәр“ уқуп, коча параңлиридинла ”билим“ алидиған бундақ аңсиз хәлқни мәнивий җәһәттин йетәкләш, тәрбийиләш, йетилдүрүшниң имкансизлиқини билип турсамму, мөминлик қәрзим, уйғурлуқ бурчум, шәрқий түркистанлиқ болғанлиқ мәҗбурийитим түпәйлидин, бу роһни ғаҗилайдиған, тәнни аҗизлаштуридиған тәпәккүр әмгигини қилмай туралмидим . бизниң бу ”билимдан“ хәлқимиз туймастин хәндан уруп һаңвақтиларчә яшаватқини билән, бизгә йүзләнгән қисмәтниң хәтиридин теним шүркиниду. лекин, биғәм милләт бу хәтәрни һәқиқий һис қилалмайватиду. бәзилиримиз ”партийәниң парлақ миллий сиясити“дин үмидвар, сараңларчә яшаватқан болсақ, бәзи ”вәли“ләр техиму бимәнә усулда әмәлийәттин чәтнигән, балиларни ахмақ қилғандәк интайин аддий, тейиз, хунүк пикирләр билән хәлқни үстиләп колдурлитип җан бақмақта. хәлқниң зиядә наданлиқи уларниң ”тиҗарити“гә хоп чүшкән болса, һәқ вә пайда ـ зиянни уқтуруп қояй дегүчиләрни би риҗәлики билән зәрдигөш қилмақта. ядимға ихтиярсиз һалда чехов ниң ”һәсрәт“ дегән һекайиси кечиду: һекайида дәртмән киракәш бовай кимла учриса өз һалини төкүшкә башлайду. һәрким өз ғеми, өз һали билән болғачқа, униң зариға һечким қулақ салмайду,ахири бичарә бовай еғилда етини силап туруп дәрдини етиға сөзләп бериду. бүгүнки күндә китапхани болмиған бу китап, таңла әтә, уйғур тили йоқалған, уйғурлар сиңишип түгигән заманда музейларда сақлинип қалса, шу заманда ”муда“ болған ”нәсли қуруп кәткән милләтләрни тәтқиқ қилиш җәмийити“ дегәндәк органларниң пайдилиниш матирияли болуп қелишини тәсәввур қилғинимда көзүмгә яш тиқилиду. ) бәлки ”билимдан“ кишилиримиз ”милләт йоқалмайду! шум гәп қилма!“ дәп рәддийә берәр, әмма мәсилә әйни шу дәриҗидә җиддийдур. чүнки биз мәвҗутлиқимизни сақлашниң әқиллий шәртлиридин мәһруммиз. дөләттин ибарәт бу милләтниң қорума теми ― мудапиә һалқиси биздә болмиған икән, йоқулушни тән елиштин башқа йол йоқтур .( илгири ички зиддийәтләргә зеһин вә вақт зая қилғинимға өкүнүп қалдим. биринчидин, ”ғәйвәт сорунлиридики җөйлүш“ләргә китап арқилиқ рәддийә бериш худди чивинни қилич билән қоғлиғандәк артуқчә һәм биһудә иш болуш билән биргә, әмәлийәттә уларни ”инавәтлик“ қилип қойидикән (чүнки, ундақ ғәйвәтләрниң һечқандақ һаятий күчи болмайду, қисқа муддәттә унтулиду вә һечким: ”тарихта палан ـ палан дегән мәшһур питнихорлиримиз өткәникән “ дәп әсләп олтурмайду, китап болса миңларчә йил яшап қалиду); иккинчидин, уларға бәрибир гәп тәсир қилмайдикән, зеһин исрапчилиқи болидикән; үчинчидин, уларға қаритилған аччиқ гәпләрни дүшмәнләр ”шәрһийләп“ яхши адәмләргә қаритилған қилип көрситип, уқушмаслиқ пәйда қилидикән. шуңлашқа асасий зеһнимизни азадлиқ йолида издинишкә қаратсақ техиму тоғра болидикән. гәрчә парчә ـ пурат мақалилиримниң топлими болған бу китабимни "азадлиқ йолида издиниш" дәп атиған болсамму, буниңда йәнә башқа мәзмунларму бардәк қилиду. мениңчә, булар тәҗрибә ـ савақлар, идийивий тосалғулар, писхик тосалғулар һәққидики мулаһизә вә баянлар болуп, теги ـ тәктидин алғанда йәнила азадлиққа мунасивити бар дәп ойлиғанлиқимдин у хилдики мақалилиримниму бу китапқа киргүздүм. бәзи сәмимий кишиләр илгирики китабимни "милләтни кесәл чирмап кәтти, қутқузушқа амал йоқ, дегән үмидсизликкә елип баридикән" дәп тәнқид қилғаниди. бу мәлум мәнидин ейтқанда тоғра, әмма үмидсизликни тәрғип қилиш чүшәнчисидә болуш адиллиқ әмәс, чүнки биримиз кесәлни көрсәтсәк, йәнә биримиз дорисини тапармизмикин дәп ойлиғанидим. бәлки техи шуниси барки, дорисини тепишму, кесәлни үзүл ـ кесил тепип чиқишму бир я бирнәччә адәмниң қолидин кәлмәйду. йүзләп, миңлап адәм бу һәқтә баш қатурушлири, ”дора“ тәклип қилишлири керәк. бир кесәлни сақайтмақ үчүн, бармиған дохтур, тивип, һәтта дахан, бахшиларму қалмиғандәк бизму техи ни койларда палақлаймиз! ” қутулуш йоли көрситилмигән“ дегән әйпни йүкләш асан болғини билән, йолни көрситиш у қәдәр асан әмәс. раст, китабимда тоғридин ـ тоғра бундақ бир йол көрситилмигән иди, һәм бундақ бир йолниң болишиму һазирчә анчә әқилғә сиғмайду. әмма, йол пәқәтла йоқму әмәс. униң дөвә ـ дөвә чатқаллардәк сөз җаңгаллирида бәзи ”чиғир йоллар“ көринипму қалиду. кесәлниң көрситилиши ”пәрһиз“ тутулса яхшилиништинму далаләт берәтти, әмма бу тәрипи яхши аңлишилмиған. шуңа мәзкүр китабимда ― гәрчә бәк чоң гәп болсиму ― ениқрақ йол көрситиш урунушлиридиму болмақчимән. илгири биз барлиқ тенчлиқ усуллири, аталмиш сиясий йол, салаһийитимиз һазирланмиған һалда чүшәкәватқан ”сөһбәт“ йоллири ― омумән җасарәтсизликни чирайлиқ ниқаплайдиған барлиқ хотунларчә усулларни инкар қилип, қан төкмигичә, җандин кәчмигичә вәтән болмайдиғанлиқини оттуриға қойғанидуқ. бәзи қизғин кишиләр бу қан төкүшниң конкрет усуллири һәққидә язди. буниңға қошулуш билән биргә, бу тәшәббусқа қарши кәлмәйдиған яки путлашмайдиған, өлүмгә җүрити болмиғанларға мувапиқ ушшақ әмәлий һәркәтләр ― көрәш йоллири, миллий барлиқимизни сақлашниң әқәллий йоллири, ”ушшақ“ болсиму, ”әмәлий“лики җәһәттин һәр һалда қуруқ йиғинлардин яхширақ болған йолларни көрситишкә тириштуқ. омумән, һөррийәт арзусида болған хәлқ қандақ роһий һаләттә болиши керәк? қандақ һиссиятта болиши керәк? қандақ идийивий тәйярлиқта болиши керәк? дегәндәк мәзмунлар үстидә билгинимни оттуриға қойдум. бир адәмдә дүшмәнгә қарши кин ـ нәпрәт туйғусила болидикән көрәш имканлири тепилмай қалмайду . худди шундақ, көрситишкә урунмиш болған бу ”йоллар“ му һәркимниң қоллунуш имканлириға көрә һәр түрлүктур. қалди гәп бизниң қоллунушимизға бағлиқтур. қолиңиздин қайси кәлсә шуни синап көрсиңиз болиду. бәк болмиғанда дилиңизниң чоңқур йеридә хитайни өч көрүш туйғуси болсиму биргә һесап. шундақ болсила бу туйғу сизниң әң назук сөз ـ һәркәтлириңиздә ипадилинип, әвладлириңизда иҗабий тәсир пәйда қилиши, сиз худди писхика җәһәттин пишқан милләтләр мустәмликичиләргә тутидиған тәбиий яқтурмаслиқ позитсийисини болсиму аңсиз һалда ипадиләп қелишиңиз мүмкин. әгәр дилиңиздиму бундақ өчмәнлик туйғусиниң орун елишидин, өз балилириңизғиму бундақ бир удумни мирас қалдуруштин қорқсиңиз мунапиқниң нәқ өзи боптимән дәвериң! китаплиримда миллитимизниң әҗәллик аҗизлиқлирини қезишим, бәзиләр дегәндәк ”үмидсизлик тәрғибати“ әмәс, көздә тутқунум миллий хаслиқимизға ― риял әмәлийитимизгә мас кәлмәйдиған йолларда қаймуқмаслиқ, чоң гәпләр билән ـ өз өзини голлимаслиқ, бәлки өзимизниң әмәлий әһвалиға яриша көрәш йолини тәтқиқ қилип тепиш үчүндур. китапта йәнә бәзи аччиқ қурларму учрайду. лекин чүшәнгән оқурмән үчүн булар бизниң қисмитимиздинму аччиқ әмәс. бирси мениң тамака чекишимни шундақ аччиқ сөзләр билән тилға алған идики, аһанәт чәккинимдин, иккинчиләп тамака чәккән һалда бу бурадәргә мулақат болуштин уюлуп ташливәткәнидим. мана әмди өзүмгиму, җәмийәткиму пайдилиқ болди. аччиқ гәпләрниң татлиқ нәтиҗиси бу. худди шуниңдәк, тәнқидий ибарилиримниң аччиқи бирәр тәбиити бар, иза тартишни билидиған вәтәндишимизға тәсир қилип, мениң тамака ташлиғинимдәк нәтиҗә рой бәрсә әҗәп әмәс, дәп ойлидим. аччиқ қурлиримни бәзиләр шәхскә қилинған һуҗум дәп қариши мүмкин. бизниң шуғуллиниватқинимиз инқилап! инқилап болған икән у кишиләр хиял қилғандәк һечкимгә тегип кәтмәйдиған, һечкимни рәнҗитмәйдиған, силиқ сипайә нәрсә әмәс. бу һәқтә "үзүндә" ядлайдиған йиллардин хатирәмдә қалған мавзедоңниң инқилап һәққидики бир тәбирини нәқил қилип қояй: "инқилап қилиш миһман чақириш, зияпәт бериш әмәс, рәсим сизиш, кәштә тикишму әмәс, у ундақ мулайим, ундақ назакәтлик әмәс; инқилап бир синип йәнә бир синипни ағдуруп ташлайдиған зораванлиқ һәркәт". мениңчә бу тәрип тоғра. шундақ икән, униң кимләрниңдур назук җайлирини ечиштуриветиши тәбиий вә күтүлгән нәтиҗидур. аччиқ дора һаман яра бар җайни ечиштуриду! йәнә бир иһтималлиқниму һесапқа елип, бу йәрдә азрақ алдин җавап беришни лайиқ таптим. мәмликәттә бирәр яхши китап йезилса кәсптә йүксиләлмигән бирнәччә қитиғур қәләмкәштин башқа һәммә адәм махтайти. әмма чәтәлдә ундақ әмәскән: чапанчи содигәрдин тартип дәллалларғичә; теричиләрдин тартип амити кәлмигән моллиларғичә, һәммиси ”баһалиғили“, қусур тепип ”мениңчә“ дегили туридикән. китаплар һәққидә мулаһизә, муназирә қанат яйдуруш, обзор елан қилиш әлвәттә яхши иш, илмий иш, шундақла оқурмәнләрни китапни техиму яхши чүшинишкә йетәкләйдиған пайдилиқ васитәдур. әмма бу илим мәсилиси болуш сүпити билән илмий саһәниң, илим адәмлириниң ишидур. чәтәлдә болғининиң өзинила һәр ишқа пикир қатнаштуруш, һәммә шәйи һәққидә көз қараш елан қилишниң шаһадәтнамиси һесапливалған бу адәмләр өзини чағлимай гәп йорғилитип, бәзи питниләргә йол ечип беридикән. биз бу йәрдә бу җанапларға қисқичила: ”өзәңни билип, һәмилиңни қил“ дәпла қойимиз, халас! һәқичан нурғун китапларни оқуп, издинип, керәклик ”әқил“ топлашқа урунидиған уйғур тайинлиқ дәп ойлап, болупму ”даһилар“ ичидә бундақ издиниш роһиға игилириниң тайини йоқлиқини нәзәрдә тутуп, билишкә тегишлик ишларни тарихқа аит китаплардин нәқил елип сәһпә ـ сәһпә көчүрүшкә мәҗбур болдум. әгәр биз көп китап оқуйдиған хәлқ болғинимизда иди, техиму көп мәнпәәт алған болаттуқ. мисали, мевини бағда йегән қандақ, тәхсигә елип келингәнни йегән қандақ? бири сани чәклик, түри аз; биридә таллаш имканлири кәң болғандәк бир иштур. әмәлийитимиздә йүзләрчә китаплар ичидин ”ширнә“ йиғиштин еринмәйдиғанларниң бәк азлиқини көрүп туруптимиз. тәйяр болса ”һәзим“ қилиш асанрақ болар дәп, ”саман“дин айрилған ”чәш“ни сунушқа, буниң билән һеч болмиса бирлириниң тәпәккүригә илһам бериш, әсли әқиллиқ болсиму ”үчәк“ һалитидә турғанларни ғидиқлаш роли ойнап қалар дегәнни нәзәрдә туттум. бу гәпләрни бу йәрдә әскәртишимдики йәнә бир сәвәп шуки, биләрмәнлиримизниң көпликидин тарихи китаплардин узун ـ узун нәқил елишимни бирхил көчүрмикәшликмикин, өзиниң кәшпияти қиливалдимикин, дәп әнсирәшләрниң алдини елиш үчүндур. билиш керәкки, тарих болуп пүткән һаят картинисидур, уни бир шәхс кәшп қилған әмәс. 1998 - йили, дикабир, ташкәнт. 2001 – йили, истанбул. китап оқумайдиған уйғурлар аңлашларға көрә бири мәсуд сәбиридин һәсрәтлинип туруп шундақ сориған икән : ―я аллаһ! мушу милләтму азад боларму? әпәндим, ейтип беқиңа, сизниңчә қачан, қандақ бир әһвалда азад болар? ―азад болиду, ‐ дәпту, мәсуд әпәнди, ― бу милләтниң диһқиниму етизиға су башлап қоюп, янчуқидин шу күнлүк гезитни елипла оқуйдиған болғанда азад болиду. бу сөзниң нәқәдәр тоғра, нәқәдәр дәл җайида ейтилғанлиқини аччиқ әмәлийәтләр һис қилдурмақта! әгәр бир милләт азадлиққа интилидикән, у һалда бир мәпкүрә, бир хил сиясий ғайә астида бир байрақ әтрапиға уюшмиқи керәк. лекин бу уюшуш өз ـ өзидин вуҗудқа чиқмайду. бундақ идийивий бирлик дуняниң нәридә, қайси ирқ, қайси милләттә болишидин қәтийнәзәр бирла хил усулда ишқа ашиду. у болсиму ـ тәшвиқаттур! тәшвиқат болса китап, гезит ـ журнал, тәшвиқат варақлири, нутуқ, чақирқлар арқилиқ елип берилиду. нутуқ гәрчә уқушлуқ, җанлиқ, тәсирлик болсиму интайин зор чәклимиликкә игә. йәни нутуқни шу мәйданда болғанлар, натиқниң авази йәткән даиридики адәмләрла аңлиялайду. чәклимигә әң аз учрайдиған, йирақ ـ йирақларға кетәләйдиғини болса язма тәшвиқаттур . әмди хуласә қиــــлиــــш тәс әмәсــــــки, уйғурларниң иқــــــــــــазадл мәсилисидики наһайити чоң ички тосалғуниң бири, бәлки әң моһими оқуш билән келишәлмәйдиған ғәлитә миҗәзидур. бундақ бир хәлқни тоғра мәпкүрә асасида йетәкләш, мәлум идиални сиңдүрүш мүмкинму? иттипақсизлиқни түгитиш, зиддийәтләрни һәл қилиш, тоғра ـ хатани пәрқ етиш, хаталиқларни тәнқид қилиш,... омумән инқилап үчүн зөрүр болған барчә идийивий тәйярлиқ оқуш арқилиқ әмәлгә ашиду. униңсиз худди һазирқи бизниң әһвалимизға охшаш әһвал ‐ һәрким өзи туриватқан тар бир даирини дуня мушу дәп тонуп қелиш, ”һәрким өзи билгәнчә чиллаш“ әһвали келип чиқиду. мән ахирқи күнләрдә көпүккә айлиниватқан тиришـــчанлиқлиримизға ечиниш һисси ичидә қарап олтуруп бу хил оқуштин бизарлиқ писхикисини қайта ـ қайта тәһлил қилип төвәндики хуласигә кәлдим. уйғурлар асасән үч сәвәптин китап оқумайдикән: 1 ” улуғ“лиқи сәвәплик оқумайдикән. 1) өзи бәк ”улуғ“ болғачқа өзи яратмайдиған ”төвән“ адәмләрниң язған бир немисини оқуп йүрүшни ”улуғлуқ“иға мунасип кәлмәйдиған, ашу ”төвән“ муәллипни етирап қилғандәк боп қалидиған иш һесаплап оқумайдикән. 2) улар ”улуғ“ болғанлиқтин, өзини һәр җәһәттә билимгә тошқан дәп ойлайдиған болғачқа, йәнә билим қобул қилғудәк ”бош йәр“ йоқлиқидин, шундақла өзиниң билим алидиған ”талип“ болуп қелиши салаһийитини төвәнлитиветидиған иш болғанлиқтин, билим бәргүчи ”устаз“ һесаплап һечнәрсә оқумайдикән. буни бир ”улуғ“имизниң әмәлий позитсийисидин билдуқ. бу ”даһи“ (”аллаһ бизниң дуасимизни иҗабәт қилип муйәссәр қилип бәргән вәли “ :( ــــ " җәннәтниң ачқучи" дегән китапни оқуп бақлиму тәқср? ― дегән соалға (даһиянә қияпәт, улуғвар түс билән) шундақ җавап бәргән: ― ... әнди,... ишқилип, өзиниң әһвалиға яриша язған ـ дә,... әпләп ـ сәпләп,... болиду, дейишкә болиду... униң ”кәң қосақлиқ“ ́билән бәргән ”илтипатлиқ“ баһасиға рәһмәт (нийитигә яриша аллаһ мукапатини бәрсун). бу тил чайнашлардин шуни қияс қилиш тәс әмәски, ”вәли“ бу китапни оқумиған. әмма китап оқумайдиған қандақ ”алим“ бу? дегән соал туғулуп қалмаслиқ үчүн, оқуған қияпәттә баһа беришкә тоғра кәлгән. шуниң билән авари мухлислириниң ағзаки ейтип бәргән баһалириға асасән, әнә шундақ ”улуғлуқ“, ”кәң қорсақлиқ“ билән ”муәййәнләштүргән“. рәсмий махтай десә, өзиниң улуғлиқини чүшүрүп, башқиларни көтүрүп қалмай, дәп әнсиригән болса, инкар қилай десә, қитиғурлиқи билинип қелип, ”кәң қорсақ даһи“лиқ образини бузивелишидин әнсирәп, икки ”ташниң арисида“ тазиму қийналған! ” вәли“лардинғу ағринишқа ”һәққимиз йоқ“, чүнки улар ”алаһидә матириялдин ясалған“ болғачқа, уларниң кибри буниңға йолму қоймайду. әмма башқа уқумушлуқлар, ”даһи“лар, йолбашчи, ”ледир“ларму охшашла китап оқушқа ”қейиқ“ икәнликини һис қилиш тәс әмәс. шәрқий түркистанниң азадлиқи һәққидә йезилған нәрсиләрниң азлиқидин тилға алғучиликиму йоқ. шундақ болишиға қаримай, ”шәрқий түркистан азадлиқи үчүн көрәш қиливатқан“ даһиларниң һәммиси дегүдәк ”чолиси тәгмәй“ бундақ китапларни оқуялмиған(һәқиқәтәнму қалтис алдираш адәмләр ـ дә!)! издинип, издәткүзүп, таптуруп әкәлдүрүп оқуш әмәс, бурниниң түвидә турған болсиму! бу я кибирдин, я уларниң вәтән үчүн көрәш қиливатқини, баш қатуриватқини ялған болғини үчүндур! 2 . пуллуқ болғанлиқи үчүн оқумайду. 1) пул тапқан уйғурлар өзлирини әрзийдиған ишлар билән бәнд, алдираш, ”чоң адәм“ һесаплайду. китап оқуп йүрүш уларниң нәзиридә мәктәп балилириниң, қолидин иш кәлмәйдиған авариларниң иши, бикарчиларниң ич пушқи үчүн қарт ойниғини, белярд ойниғини билән бир қатардики иш, халас! 2) пуллуқ болғинини бир хил улуғлуқниң ипадиси билгәчкә, ”чакина адәмләрниң қилиқи“ни қилип китап оқуп йүргүси кәлмәйду. ”төгиниң мазар билән иши йоқ“ дегәндәк, уларда аҗайип бир хил көрәңлик барки, һәрқандақ бир уқумушлуқ алдидиму һеч қорунмастин гәп йорғулутудиған, һечкимни көзгә илмәйдиған ”хоҗайинлиқ роһ“қа игә! 3 . саватсизлиқи түпәйли оқумайду. әң көп санлиқни тәшкил қилидиғини мушу тәбиқә. ”китап оқуш“ (яки мәктәптә оқуш) десә, кадирлиқниң тәйярлиқи, дәп чүшиниду. әгәр кадир болмайдиған иш болса ”оқуғанниң пайдиси немә“ дәп қарайду. улар наданлиқи түпәйли оқушниң әһмийитини әң тар чүшәнгән яки задила чүшәнмигән адәмләрдур. шундақ болишиға қаримай, улардин ағринишқа задила һәққимиз йоқ. чүнки улар надан һәм саватсиз. ағринишқа һәққимиз йоқлиқини савади бар туруп, һәтта өзи ”уқумушлуқ“ маркисида болуп туруқлуқ оқумайдиғанларни билгәнсери техиму тонуп йетимиз. бәлким бизниң китап оқушқа хирлиқимиз өтмүштики билгинләрниң диний китапларни тәрҗимә қилишқа өлгидәк қарши туруп, хәлқни надан қалдурушта хизмәт көрсәткәнликидин күчәйгән болса керәк . у билимданлар китаплар тәрҗимә қилинип кәтсә, һәммә адәм өзи оқувалса, биздин ким мәсилә сорайду, ким бизни миһманға чақирип зәллә қолтуқлитиду, дәп қорқидикәнмиш. шуниң билән хәлқ пәқәт сөзлигәнни аңлап қоюшқила адәтләнгән. аңлиған нәрсә толуқ әстә қалмайдиған болғачқа қайта көрүш, башқилири билән селиштуруш, тәтқиқ қилиш, мулаһизә қилиш, өз әмәлийитигә тәдбиқ қилиш мүмкин болмай, һаман ”ағзини камардәк ечип“ олтуриверидиған адәт шәкилләнгән. улар үчүн ”китап дегән йерим өмри оқуш билән өткән адәмләр чүшәнмисә башқилар чүшәнмәйдиған“ сирлиқ нәрсигә айлинип кәткән болуп, уларда билип беқиш, чүшинишкә һәркәт қилип беқиш җүритини қуритивәткән. техиму сәт болғини билгин аталғанларниң хели көп қисмиму пәқәт әрәпчә хәт оқуялайдиған, әмма өзиму һечнемә чүшәнмәйдиған бичарилар болуп, уларму билип ـ билмәй бир немиләрни сөзләп, өзидин сәл ”игиз“ рақлардин аңливалғанлирини каллипай қилип, башқа бир гәпләр, башқа мәзмунлар билән алмаштуривелип сөзләп җенини беқип кәлгәнлики, кишиләрдә: ” паланчи қарим мунчә йил оқупму түзүк билмәйватса...“ дегәндәк җүрәтсизликни күчәйткән. йеңи заман яшлириниң ичидики бир қисим моллилар һәқиқәтни әлгә йәткүзүштә аллаһниң дегинидәк” һәқни йәткүзгини үчүн һәқ алмайдиған“ болғачқа конилириниң ― җиңмома йигәнләрниң җәһлини қатурған. бирақ, һелиму чәтәлгә чиқивалған бир қисим җанбақарлар һәқни йошуруп, әлни алдап, ”һәммә иш тәқ, пәқәт пулла болса вәтәнни азад қилидиған ишни тәйярла қилип қойғантуқ“ дейишмәктә! уларниң вәтән демәйдиғанлиқи, алди билән пәләстинни азад қилидиғанлиқи, америкиға байрақ қадайдиғанлиқини хәлқ унтуп қалмиған болса, бу кейинки гәпкә рәп йимәйватқанлиқини һис қилар, әлвәттә(гәп униңдиму әмәс), буниму демәй турайли, ”бу иш сән қоңалтақларниң дәп йүргинидәк аддийму?“ дегән соални сорисила уларниң мези чувулиду! улар қачанғичә бир қорсиқи үчүн хәлқни алдаркин?! қуран, һәдисләрдин бир қатар оқуветип, арқидин ялғанлар етилса раст дәп алдинип пул беридиғанлар, һеч болмиса көтигә тепип һәйдивәтмәй һиссидашлиқ қилидиғанларниң мәвҗутлиқи дәл хәлқимизниң наданлиқи, савади болсиму китап оқуш билән хошиниң йоқлиқиниң ақивитидур. болмиса бу ялғанлар шунчә аддий, балиларчә, сараңларчә көти ечилип туридуки, бундақ гәпләргә пәқәт бизниңкидәк хәлқла ишиниду. хәлқимиздики бу хил аҗизлиқни илгири задила тәсәввур қилмиған яки бу дәриҗидә еғир дәп ойлимиған икәнмән. нөвәттә бу хәлққә рәҗ уқтуруш иһтияҗи җиддий һалда алдимизға қоюлиши мунасивити билән бу нуқтини тонуп йәткинимдә, мәмликәттики язғучиларниң балиларчә саддилиқ билән хош болуп кетидиған бир иши ядимға йетип, уларға ич ағритиштин ихтиярсиз көзүмгә яш кәлди . вәтәндә дәһшәтлик қизил терорлуқ һөкүм сүргәчкә чиңрақ нәпәсму алғили болмайду, язғучилар өзлириниң миллий вә сиясий туйғулирини йошурушқа мәҗбур. һечнәрсә демәслик, йәни, хәлқни тәрбийиләштин ибарәт бурчини ада қилмаслиққа виҗдани йол қоймайду. шуңлашқа әсәрлиридә символлуқ йоллар билән әнә шу хаһишлирини ипадиләшкә мәҗбур болиду. әгәр мәлум қаршилиқ роһини ипадиләйдиған җүмлини қатму ـ қат ”пайтимилар“ға орап , япта гәпләр, әгитмә усуллар билән әсиригә қистуривалған болса, бу қилиқидин хурсән болуп, гоя бу милләтниң әң моһим бир ишини һәл қиливәткәндәк, достлириға: ”... мундақ, мундақ дәвалдим дегинә, раса кәлтүрдүм, һардуқум чиқти...“ дейишип кетиду. ваһаләнки, бу ”дәвалған“ гәп наһайити йошурун даритмилаш болғачқа уни пәқәт шу идийини һазирлиған, өзиму шунчилик сәвийигә игә кишиләр чүшиниду. муәллип тәрбийилимәкчи болған кишиләр болса һәм оқумайду, һәм уқмайду. шуниң билән бундақ хуласә келип чиқиду: чүшинидиғанлар бәрибир билиду, уларға дәп беришниң һаҗити йоқ; чүшинип қелиши үмид қилинғанлар ― тәрбийә обиктлири ― бәрибир чүшәнмәйду. һәммидин ечинишлиқи ― оқупму бақмайду! бу бичариликимизни тәҗрибидин өткүзүп, испат қилип бәргини кейинки күнләрдә чәтәлләрдә нәшир қилип тарқитилған бәзи китаплар болди. мәсилән: "җәннәтниң ачқучи" диний вә сиясий китап болиши билән һечқандақ символлуқ васитә, әгитмә усуллар ишлитилмәстин тоғридин ـ тоғра йезилған. шундақ болишиға қаримай хәлқниң ичидики тарқилиш әһвали кишини үмидсизләндүриду. гәрчә мәмликәт ичидиму қайта бесилған болсиму, бизниң мушу дәврдики сиясий иһтияҗимизға селиштурғанда йәнила йетәрлик әмәс! бу әһвал һеч болмиғандиму азадлиққа тәшна бир милләтниң позитсийисигә охшимайду. пухралиримизниң әһвалиғу көңлимизгә аян, ечинишлиқи, ”мөминлик“, ”вәтәнпәрвәрлик“тин гәп сетип йүридиған нурғун кишиләрму ”қиммәтлик вақтлири“ни чиқиралмиған! һәтта ”азадлиқ йолида издиниватқан“, ”көрәш қиливатқан“ларниң бирмунчисиму ”улуғ“лиқи сәвәплик ”өзини чүшүрүп“йүрмигәнлики мәлум! бу ағринишниң сәвәби шуки, вәтәнпәрвәр, әмма ”төвән дәриҗилик пухра“, хусусән өзәмниң позитсийисидин ейтқанда, омумән шәрқий түркистан һәққидә, хитайларниң зулми, сиясий оюнлири һәққидә, хитайларни әйпләйдиған мәзмунларда, хитайларға апәт кәлгәнлики һәққидә, уйғурлар һәққидә мәйли яхши, мәйли яман немәрсики болса қизиқиш нормал әһвал һесаплиниду. һәрқандақ бир китапни, һәтта яман китапниму вақт яр бәрсила оқуп көрүш керәк. чүнки һаятта шундақ аҗайип ишлар барки, йиланниң зәһридә дора ясилиду. мәсилән, мән шундақ мәзмунлардики бир китап, журнал,... бирнәрсиләрдин вақиплансам уни тепип оқумиғичә арам тапалмаймән. һәтта мән чүшәнмәйдиған тилда болсиму тасадипий мөҗизә йүз берип оқуп кетидиғандәк варақлап кетимән, луғәтләр ярдимидә бир аз болсиму чүшинишкә уринимән. әгәр бәк моһимлиқини уқуп қалсам, билмисәмму сетивелип сақлап қойимән. буниңдин мәхсидим: балилирим маңа қариғанда көпрәк тил билидиған болуп чиқса кәлгүсидә шулар пайдилинар дегән садда үмиддур. мениңчә бу хил позитсийә сөйгү һәм нәпрәтниң тәхирсиз қистишиниң мәһсули. әгәр өзлирини милләтчи, вәтәнпәрвәр,... болупму шуларниң вәкили дәватқанларда бундақ туйғу, бундақ адәт вә интилиш болмайдикән, уларниң дәватқанлири сахта! улар бу ”марка“ни натоғра мәхсәтләр үчүн пайдилиниш нийитидә есивалған, дәп һөкүм қилиш мүмкин! дәл шундақ болғинимиз үчүн (оқушқа ”қейиқ“ болғинимиз үчүн) әһвалимиз мана шундақ! мән муһәммәд имин буғра язған "шәрқий түркистан тарихи" намлиқ китапниң һазирқи заман уйғур йезиқи билән нәшир қилинған нусқисидики (баш тәрәпкә тиркәлгән) униң нәшир қилинмиған әсәрлириниң тизимликини көрүп толиму ичим көйди. әпсусландим. бир милләтниң даһиси тәрипидин йезилған әсәрләр йерим әсирдин бери техичә нәшир қилинмиса, униңға әсәр обекти болған хәлқ қизиқмиса, йеңи замандики даһилар бу әсәрләрни оқуп, көрәш тәҗрибилирини йәкүнләш, йеңи издинишләр үчүн тәтқиқат матирияли қилиш хиялида болмиса, шу сәвәптин мәбләх һәл болмай һазирғичә сөрүлүп турса бу милләтни немә дегүлүк? тибәтликләр мәдәнийәт сапаси җәһәттә биздин көп арқида болсиму, уларниң кичик ـ чоң һәммиси далай ламаниң кимликини билиду. әмма уйғурларниң оттураһал саватлиқлиридин сорисиңизму муһәммәд имин буғраниң кимликини билмәйду! бир адәм өмүр бойи бир милләтниң, бир әл хәлқиниң истиқбали үчүн көрәш қилсуну, әмма униң хәлқи уни тонимисун, бу немидин? әлвәттә китап оқумаслиқтин! бу немини чүшәндүриду? бизниң нәқәдәр яримаслиқимизни чүшәндүриду! худди намрат йеза базирида кәйгән чапан, кона тамбал, уттаңлиған өтүк, һеҗир тавақ,... дегәндәк нәрсиләргә херидар болғандәк, хәлқ надан, мәдәнийәт сапаси зиядә төвән болғачқа бир учум сараңларниң әқил қобул қилғусиз бимәнә гәплири, лаплири, ялғанчилиқлири баш ـ ахири рәп йемәйдиған, зиддийәткә толған, өзиниң қуйриқини өзи талайдиған һалда болсиму бу надан хәлқ ичидә базар тапмақта! әгәр хәлқимиз оқушқа амрақ болса(уни пәқәт кадир болидиғанларниң иши, дәп қаримайдиған, адәмлик сүпәт үчүнму зөрүр бир шәрт, дәп қарайдиған болса), тәбиийки, ават шәһәрләр, иқтисади гүлләнгән җайларда кона чапан, әски өтүкләргә херидар болмиғандәк, уларниң мези чувулуп турған, җан беқиш иһтияҗи үчүнла ”кәшп“ қилиниватқан ”улуғвар қуруқ гәп“лири базар тапалмиған болатти. китап оқуш тәс кәлгән болса дәп, китапни үналғу лентисиға оқуп, тәшвиқ ـ тәблиғләрни лентиға елип тарқатқандики әһвалму анчә көңүлдикидәк әмәс. тарқилиш сани көп болсиму аңлаш йетәрлик болмиғанлиқи билинди. мәлумки, ”мода вәтәнпәрвәрлик“ хусусийитимизгә көрә ”қатардин қалмаслиқ“ үчүн лентиларни алған билән, аңлимай ташлап қоюш яки бирла аңлап һечнемини чүшәнмисиму қайта аңлап бақай демәстин ташлап қоюш омумийүзлүк икәнлики мәлум. я китап оқумайдиған, я нутуқ лентилирини аңлимайдиған бундақ бир хәлқни тәрбийиләшниң йәнә қандақ имканлири қалди? әгәр мушу күндә бирси мәсуд сәбиридин сориған соални мәндин сориса, униңға: ”алимлар қачанки идиологийини суюқлуққа айландурушни кәшп қилса, уйғурлар шу чағда азад болиду“ дәп җавап берәридим. ундақ болсиди, биз